12
Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур;
Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур.
Яхши нийәтлик адәм Пәрвәрдигарниң илтипатиға еришәр;
Амма Пәрвәрдигар һейлә-микирлик адәмниң гунайини бекитәр.
Адәмләр яманлиқ қилип аманлиқ тапалмас;
Лекин һәққанийларниң йилтизи тәврәнмәс.
Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур;
Амма уни уятқа салғучи хотун униң устихинини чиритәр.
Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар;
Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур.
Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур;
Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар.
Яманлар ағдурулуп, йоқилар;
Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар.  
Адәм өз зериклиги билән махташқа сазавәр болар;
Әгир нийәтлик киши көзгә илинмас.
Пеқир туруп хизмәткари бар киши,
Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур.
10 Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар;
Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур.
11 Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар;
Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур.
12 Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар;
Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар.
13 Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар;
Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар.  
14 Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар;
Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар.
15 Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр;
Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур.
16 Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр;
Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас.
17 Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр;
Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр.
18 Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар;
Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур.
19 Растчил мәңгү турғузулиду;
Ләвзи ялған болса бирдәмликтур.
20 Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур;
Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр.
21 Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс;
Қәбиһләр балаю-қазаға чөмүләр.
22 Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар.
23 Пәмлик адәм билимини йошурар;
Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар.
24 Тиришчан қол һоқуқ тутар;
Һорун қол алванға тутулар.
25 Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр;
Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар.
26 Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр;
Бирақ яманларниң йоли өзлирини адаштурар.
27 Һорун өзи тутқан овни пиширип йейәлмәс;
Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур.
28 Һәққанийлиқниң йолида һаят тепилар;
Шу йолда өлүм көрүнмәстур.
 
 
12:3 Пәнд. 10:25 12:4 1Кор. 11:7 12:5 «... ой-пикри дурус һөкүм чиқирар» — яки: «...ой-пикри дурустур». 12:6 Пәнд. 1:11,18; 11:9 12:7 «Яманлар ағдурулуп, йоқилар» — башқа бир хил тәҗимиси: «Яманлар ағдурулғанда, йоқилар». 12:7 Зәб. 36:36-40; Пәнд. 11:21 12:9 Пәнд. 13:7 12:10 Қан. 25:4 12:11 Пәнд. 28:19 12:13 «Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар» — яки «Еғиздики итаәтсизликтин рәзил қапқан чиқар». 12:13 Пәнд. 10:14; 18:7 12:14 Пәнд. 13:2 12:15 Пәнд. 3:7 12:16 «...һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас» — ибраний тилида бу икки ибарә «икки бислиқ» бир сөз биләнла ипадиләнгән. 12:17 Пәнд. 14:5 12:18 Зәб. 56:5; 58:8; Пәнд. 16:27 12:19 «растчил» — ибраний тилида «һәқиқәтниң леви». «ләвзи ялған болса бирдәмликтур.» — ибраний тилида «ялғанчи тил болса бирдәмликтур». 12:23 Пәнд. 13:16; 15:2 12:24 Пәнд. 10:4 12:25 Пәнд. 15:13 12:26 «Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр» — башқа хил тәрҗимилири: «Һәққаний киши өз достиниң көңлидикини тәкшүрәр», «Һәққаний киши дост тутушта сәгәк болар» яки «Һәққаний киши өз достиға йол көрситәр». 12:27 «Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ тиришчан киши өз тәәллуқатини әтиварлайду».