17
1 Қурбанлиқ гөшлиригә толған җедәллик өйдин,
Бир чишләм қуруқ нан йәп, көңүл течлиқта болған әвзәл. ◼  ◘
2 Хизмәткар чевәр болса, ғоҗисиниң номуста қойғучи оғлини башқурар;
Кәлгүсидә у ғоҗиниң оғли қатарида туруп униң мирасни тәқсим қилар.
3 Сапал қазан күмүчни тавлар, чанақ алтунни тавлар,
Бирақ адәмниң қәлбини Пәрвәрдигар синар. ◘
4 Қәбиһ киши яман сөзләргә ишинәр;
Ялғанчи питничиләрниң сөзигә қулақ салар.
5 Мискинләрни мәсқирә қилғучи, өзини Яратқучини һақарәтлигүчидур;
Башқиларниң бәхитсизлигидин хошал болған киши җазасиз қалмас. ◘
6 Қериларниң нәврилири уларниң таҗидур;
Пәрзәнтләрниң пәхри уларниң атилиридур.
7 Ахмақ яришиқ гәп қилса униңға ярашмас;
Мөтивәр ялған сөзлисә униңға техиму ярашмас.
8 Пара — уни бәргүчиниң нәзиридә есил бир гөһәрдур;
Гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк. ◼
9 Башқиларниң хаталиқини йопутуп кәчүргән киши меһир-муһәббәтни көзләр;
Кона хаманни сориған киши йеқин достларни дүшмән қилар.
10 Ақиланигә сиңгән бир еғиз тәнбиһ,
Ахмаққа урулған йүз дәрридин үнүмлүктур.
11 Яманлар пәқәт асийлиқни көзләр;
Уни җазалашқа рәһимсиз бир әлчи әвәтиләр.
12 Әхмиқанә иш қиливатқан надан кишигә учрап қалғандин көрә,
Балилиридин айрилған ейиққа йолуғуп қалған яхши.
13 Кимки яхшилиққа яманлиқ қилса,
Ишигидин балайиқаза нери кәтмәс. ◘
14 Җедәлниң башлиниши тосмини су елип кәткәнгә охшайду;
Шуңа җедәл партлаштин авал талаш-тартиштин қол үзгин. ◘
15 Яманни ақлиған,
Һәққанийға қара чаплиған,
Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур. ◘
16 Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса,
Қандақму униң қолида даналиқни сетивалғидәк пули болсун? ◼
17 Һәқиқий дост һәрдайим саңа муһәббәт көрситәр,
Һәқиқий қериндаш яман күнүң үчүн ярдәмгә дунияға кәлгәндур.
18 Әқилсиз киши қол берип,
Йеқини үчүн кепил болиду.
19 Җедәлгә амрақ гунаға амрақтур;
Босуғини егиз қилған һалакәтни издәр. ◼  ◘
20 Нийити бузулған яхшилиқ көрмәс;
Тилида һәқ-наһәқни астин-үстүн қилғучи балаға йолуқар.
21 Бала ахмақ болса, ата ғәм-қайғуға патар;
Һамақәтниң атиси хушаллиқ көрмәс.
22 Шат көңүл шипалиқ доридәк тәнгә давадур;
Сунуқ роһ-дил адәмниң илигини қурутар. ◘
23 Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар;
У адаләтниң йолини бурмилар. ◼
24 Даналиқ йорутулған кишиниң көз алдида турар;
Бирақ әқилсизниң көзи хиялкәшлик қилип қутупта жүрәр. ◘
25 Галваң бала атини азапға салар;
Уни туққучиниңму дәрди болар. ◘
26 Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас;
Әмирләрни адаләтни қоллиғини үчүн думбалашқа болмас. ◼
27 Билими бар киши кам сөзлүк болар;
Йорутулған адәм қалтис еғир-бесиқ болар. ◼
28 Һәтта ахмақму аз сөзлисә дана һесаплинар;
Тилини тизгинлигән киши данишмән санилар.
 
 
◼ 17:1 «Қурбанлиқ гөшлири» — ибранийлар ибадәтханида Худаға атап сойған бәзи қурбанлиқ гөшлириниң көп қисмини өйигә әкилип йейишкә болатти. ◘ 17:1 Пәнд. 15:17 ◘ 17:3 Пәнд. 27:21; Йәр. 17:10 ◘ 17:5 Пәнд. 14:31 ◼ 17:8 «Пара — ...гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк» — бу айәт һәҗвий, кинайилик сөз болуп, умумий амма әпсуслинарлиқ бир әһвални көрситиду; әлвәттә, у бу ишни тәриплимәйду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «У буни нәгила ишләтсәм мувәппәқийәткә еришимән, дәйду». ◘ 17:13 Қан. 32:35; Пәнд. 20:22; 24:29; Рим. 12:17; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9 ◘ 17:14 Пәнд. 20:3 ◘ 17:15 Мис. 23:7; Пәнд. 24:24; Йәш. 5:23 ◼ 17:16 «Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса,...» — ибраний тилида «Әқмәқниң һеч көңли йоқ турса,...» ◼ 17:19 «Босуғини егиз қилған (киши)» — ибраний тилида «Дәрвазисини егиз қилған (киши)». Бундақ адәм бәлким өзиниң бай екәнлигини көз-көз қилмақчи болиду. ◘ 17:19 Пәнд. 16:18 ◘ 17:22 Пәнд. 15:13 ◼ 17:23 «Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар» — ибраний тилида «Чирик адәм бағрида парини қобул қилар...» яки «Чирик адәм бағирдин парини алар...». ◘ 17:24 Топ. 2:14; 8:1 ◘ 17:25 Пәнд. 10:1; 15:20; 19:13 ◼ 17:26 «җәриманә қоюш» — «җәриманә қоюш»ниң «җазалаш» дегән умумий мәнасиму болуши мүмкин. «Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас» — ибраний тилида «Һәққанийларға җәриманә қоюшқа яхши әмәс». ◼ 17:27 «қалтис еғир-бесиқ болар» — ибраний тилида «салқин роһи бар» дегәнни билдүриду.