107
107-күй •••• Худаниң ғәлибисигә болған тәшна-тилавәт
1-2 Давутниң күй-нахшиси: —
Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң;
Мән мәдһийә нахшилирини ейтип,
Бәрһәқ, Сени күйләймән, пүтүн роһум билән!
3 И нәғмә-сазлирим, ойған!
Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
4 Хәлиқ-милләтләр арисида Сени улуқлаймән, и Пәрвәрдигар;
Әлләр арисида Сени күйләймән!
5 Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқтур;
Һәқиқитиң булутларға тақашти.
6 И Худа, шан-шөһритиң әршләрдин жуқури улуқланғай,
Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
7 Өз сөйгәнлириңниң ниҗатлиқ тепиши үчүн,
Оң қолуң билән қутқузғайсән,
Дуайимни иҗабәт қилғайсән.
8 Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: —
«Мән тәнтәнә қилимән,
Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән,
Суккот вадисини тәқсим қилишқа өлчәймән.
9 Гилеад Маңа мәнсуптур,
Манассәһму Маңа мәнсуптур;
Әфраим болса бешимдики дубулғамдур,
Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;
10 Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур;
Едомға чоруғумни ташлаймән;
Мән Филистийә үстидин тәнтәнә қилимән!».
11 Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун?
Ким Мени Едомға елип баралисун?
12 И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму?
Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән?
13 Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән,
Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
14 Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз;
Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!