109
109-күй •••• Кәлгүсидики аләмниң Падишаси — Давутниң әвлади Мәсиһ
1 Давут язған күй: —
Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә: —
«Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә,
Оң йенимда олтарғин» — деди.
2 Пәрвәрдигар қудритиңни көрситидиған шаһанә һасаңни Зиондин узитиду;
Дүшмәнлириң арисида һөкүм сүргин!
3 Күчүңни көрситидиған күндә,
Өз хәлқиң халис қурбанлиқ кәби пида болиду;
Муқәддәс һәйвитиңдә,
Шу яшлиқ дәвриңдикидәк,
Саңа һазирму шәбнәмләр сәһәрниң балиятқусидин йеңи чиққандәк чүшиду;
4 Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти,
Һәм буниңдин янмайду: —
«Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән».
5 Оң тәрипиңдә болған Рәб ғәзивини көрсәткән күндә падишаларни уруп парә-парә қиливетиду;
6 У әлләр арисида сотлайду;
Җай-җайларни җәсәтләр билән толдуриду;
Кәң зиминниң бешини яриду;
7 У йолда ериқтин су ичиду;
У шуңа кишиниң бешини йөлигүчи болиду.