115
115-күй •••• Худаниң илтипатиға гувалиқ бериш — давами •••• Ибраний тилида 114-күй давами
1 Ишәнгиним үчүн мундақ сөз қилғанмән: —
«Мән қаттиқ хар қилинғанмән».
2 Җиддийләшкинимдин: — «адәмләрниң һәммиси ялғанчи!» — Дегәнмән.
3 Маңа көрсәткән барлиқ яхшилиқлирини мән немә билән Пәрвәрдигарға қайтуримән?
4 — Ниҗатлиқ қәдәһини қолумға алимән,
Вә Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
5 Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән;
Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән.
6 Пәрвәрдигарниң нәзиридә,
Өз мөмин бәндилириниң өлүми қиммәтлик иштур!
7 Аһ Пәрвәрдигар, мән бәрһәқ Сениң қулуңдурмән;
Мән Сениң қулуңдурмән, дедигиңниң оғли екәнмән;
Сән мениң асарәтлиримни йәшкәнсән;
8 Мән Саңа тәшәккүр қурбанлиқлирини сунимән,
Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
9 Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән;
Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән;
10 Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлилирида,
Сениң оттуруңда туруп, и Йерусалим,
Қәсәмлиримни ада қилимән!
Һәмдусана!