119
119-күй •••• Урушқақ хәлиқ арисида
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»
Бешимға күн чүшкәндә мән Пәрвәрдигарға нида қилдим;
У маңа җавап бәрди.
2 И Пәрвәрдигар, җенимни ялған сөзләйдиған ләвләрдин,
Алдамчи тилдин қутулдурғайсән.
3 Саңа немә берилиду,
Саңа немә қошулуши керәк,
Әй алдамчи тил?
4 — Палван атқан өткүр оқлар,
Арча чоғлири саңа тәгсун!
5 Мәшәк диярида мусапир болуп яшиғинимға,
Кедар чедирлири арисида турғинимға һалимға вай!
6 Мән течлиққа өчләр арисида узундин буян туруватимән;
7 Мән течлиқпәрвәрмән;
Бирақ гәп қилсам, улар урушимизла, дәйду.