121
121-күй •••• Йерусалимниң бәхитидин хошал болуш
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»
Улар маңа: «Пәрвәрдигарниң өйигә чиқайли» — дегинидә,
Шатландим.
2 Путлиримиз дәрвазилириң ичидә турушқа несип болди, и Йерусалим!
3 И Йерусалим, сән җипсилаштурулуп рәтлик селинған бир шәһәрдурсән;
4 Қәбилиләр у йәргә чиқиду,
Яһниң қәбилилири чиқиду;
Исраилға берилгән көрсәтмә бойичә,
Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр ейтиш үчүн чиқиду.
5 Чүнки у йәрдә һөкүм чиқиришқа тәхтләр селинди,
Давутниң җәмәтидикиләргә тәхтләр селинди.
6 Йерусалимниң аман-хатирҗәмлигини издәп дуа қилиңлар;
Сени сөйгәнләр ронақ тапиду.
7 Истиһкамлириң ичидә аман-хатирҗәмлик болсун,
Ордилириң ичидә ават-арамлиқ болсун!
8 Қериндашлирим һәм яр-бурадәрлирим үчүн,
Мән: «Аман-хатирҗәмлик ичиңдә болсун» — дәймән.
9 Пәрвәрдигар Худайимизниң өйи үчүн,
Сениң ронақ тепишиңға интилимән!