126
126-күй •••• Худа бәргән несивәни һеч ким тартивалалмайду
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»; Сулайман язған күй: —
Пәрвәрдигар Өзи өй салмиса,
Салғучилар бекардин-бекар униңға әҗир сиңдүриду;
Пәрвәрдигар шәһәрни сақлимиса,
Күзәтчиләр бекардин-бекар ойғақ туриду.
2 Силәрниң сәһәрдә орнуңлардин қопушуңлар,
Кәч болғанда йетишиңлар,
Җапа-мушәққәтни нандәк йегиниңлар бекардин-бекардур;
Чүнки У Өз сөйгинигә уйқини бериду.
3 Мана, балилар Пәрвәрдигардин болған мирастур,
Балиятқуниң мевиси Униң мукапатидур;
4 Яшлиқта тапқан балилар,
Батурниң қолидики оқлардәк болиду.
5 Оқдени мошулар билән толған адәм бәхитликтур;
Шәһәр дәрвазисида туруп дүшмәнләр билән сөзлишиватқинида,
Улар йәргә қарап қалмайду.