129
129-күй •••• Азаплиқ пәряд
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»
Чоңқур йәрләрдин Саңа пәряд көтиримән, и Пәрвәрдигар;
2 И Рәб, авазимни аңлиғайсән;
Қулақлириңни йелиниш садайимға салғайсән;
3 Әгәр Сән Яһ, қәбиһликләрни сүрүштүрүп санисаң,
Әнди Рәб, ким тик туралайду?
4 Бирақ Сәндә мәғпирәт-кәчүрүм бардур;
Шуңа Сәндин әйминишкә болиду.
5 Пәрвәрдигарни күтүватимән;
Җеним күтүватиду;
Униң сөзигә үмүт бағлидим.
6 Түн җесәкчилириниң сәһәргә болған тәшнасидин артуқ,
Бәрһәқ, түн җесәкчилириниң сәһәргә болған тәшнасидин артуқ,
Җеним Рәбкә тәшна болуп күтмәктә.
7 И Исраил, Пәрвәрдигарға үмүт бағлаңлар;
Чүнки Пәрвәрдигарда өзгәрмәс муһәббәт бардур;
Униңда зор ниҗатлиқларму бар;
8 У Исраилни барлиқ қәбиһликлиридин бәдәл төләп қутқузиду.