13
13-күй •••• Қараңғу дуния
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Ахмақ киши көңлидә: «Һеч бир Худа йоқ» — дәйду.
Улар чириклишип,
жиркиничлик қәбиһликни қилишти;
Уларниң ичидә меһриванлиқ қилғучи йоқтур;
2 Пәрвәрдигар әрштә туруп, адәм балилирини күзитип:
«Бу инсанларниң арисида инсапни чүшинидиған бирәрси бармиду?
Худани издәйдиғанлар бармиду?
3 Һәммә адәм йолдин чиқти,
Һәммә адәм чириклишип кәтти,
Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.
4 Нанни йегәндәк Мениң хәлқимни жутувалған бу қәбиһлик қилғучилар һеч немини билмәмду?» — дәйду.
Улар Пәрвәрдигарға һеч бир илтиҗа қилмайду.
5 Мана уларни ғайәт зор қорқунуч басти;
Чүнки Худа һәққанийларниң дәвридидур.
6 «Силәр езилгәнләрниң көңлигә пүккән үмүтини йоқ қилмақчи болисиләр;
Бирақ Пәрвәрдигар униң башпанаһидур!»
7 Аһ, Исраилниң ниҗатлиғи Зиондин чиқип кәлгән болса еди!
Пәрвәрдигар Өз хәлқини асарәттин чиқирип,
Азатлиққа ериштүргән чағда,
Яқуп шатлиниду,
Исраил хошаллиниду!