131
131-күй •••• Худаниң әһдә сандуғи вә Худаниң Давутқа болған вәдиси •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»
И Пәрвәрдигар, Давут үчүн у тартқан барлиқ җәбир-җапаларни яд әткәйсән;
2 У Пәрвәрдигарға қандақ қәсәм ичкән,
Яқуптики қудрәт Егисигә қандақ вәдә қилған: —
3-5 «Пәрвәрдигарға турар җайни,
Яқупниң қудрәтлик Егисигә маканни тапмиғичә,
Өйүмдики һуҗриға кирмәймән,
Кариваттики көрпәмгә чиқмаймән,
Көзүмгә уйқини,
Қапақлиримға үгдәшни бәрмәймән».
6 Мана, биз униң хәвирини Әфратаһда аңлидуқ;
Уни орманлиқ етизлардин таптуқ;
7 Униң турар җайлириға берип кирәйли,
Униң тәхтипәри алдида сәҗдә қилайли;
8 Орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар,
Сән қудритиңниң ипадиси әһдә сандуғуң билән,
Өз арамгаһиңға киргин!
9 Каһинлириң һәққанийлиқ билән кийиндүрүлсун,
Мөмин бәндилириң тәнтәнилик авазни яңратсун!
10 Қулуң Давут үчүн,
Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән;
11 Пәрвәрдигар Өз һәқиқити билән Давутқа шу қәсәмни қилди,
У униңдин һеч янмайду: —
У: — «Өз пуштиңдин чиққан мевидин бирисини тәхтиңдә олтарғузимән;
12 Пәрзәнтлириң Мениң әһдәмни,
Һәм Мән уларға үгитидиған агаһ-гувалиримни тутса,
Уларниң пәрзәнтлири мәңгүгә тәхтиңдә олтириду» — дегән.
13 Чүнки Пәрвәрдигар Зионни таллиған;
У Өз макани үчүн уни халиған.
14 Мана У: — «Бу мәңгүгә болидиған арамгаһимдур;
Мошу йәрдә туримән;
Чүнки Мән уни халаймән.
15 Мән униң рисқини интайин зор бәрикәтләймән;
Униң йоқсуллирини нан билән қандуримән;
16 Униң каһинлириға ниҗатлиқни кийгүзимән,
Униң мөмин бәндилири шатлиқтин тәнтәнилик авазни яңритиду.
17 Мән бу йәрдә Давутниң мүңгүзини бихландуримән;
Өзүмниң мәсиһ қилғиним үчүн йоруқ бир чирақ бекиткәнмән;
18 Униң дүшмәнлиригә шәрмәндиликни кийгүзимән;
Амма униң кийгән таҗи бешида ронақ тапиду» — деди.