137
137-күй •••• Шәпқәткә рәхмәтләр
1 Давут язған күй: —
Пүтүн қәлбим билән Саңа тәшәккүр ейтимән;
Барлиқ илаһлар алдида Сени күйләймән.
2 Пак-муқәддәслигиңниң ибадәтханисиға қарап баш уримән,
Өзгәрмәс муһәббитиң һәм һәқиқәт-садақитиң үчүн намиңни тәбрикләймән;
Чүнки Сән пүтүн нам-шөһритиңдинму бәкрәк, вәдәңдә туридиғиниңни улуқ қилғансән.
3 Саңа нида қилған күнидә, маңа җавап бәргәнсән;
Җенимға күч киргүзүп, мени риғбәтләндүргәнсән.
4 Ағзиңдики сөзләрни аңлиғанда, и Пәрвәрдигар,
Җаһандики барлиқ шаһлар Сени мәдһийиләйду;
5 Улар Пәрвәрдигарниң йоллирида жүрүп нахша ейтиду,
Чүнки улуқдур Пәрвәрдигарниң шан-шәриви.
6 Чүнки Пәрвәрдигар алийдур;
Бирақ У һали бошларға нәзәр салиду;
Тәкәббуларни болса У жирақтин тонуп йетиду.
7 Зулмәт-мушәққәтләр арисида маңған болсамму,
Сән мени җанландурисән;
Дүшмәнлиримниң ғәзивини тосушқа қолуңни узартисән,
Оң қолуң мени қутқузиду.
8 Пәрвәрдигар маңа тәвә ишларни пүткүзиду;
Меһир-муһәббитиң, и Пәрвәрдигар, мәңгүлүктур;
Өз қоллириң ясиғанни ташлап кәтмигәйсән!