146
146-күй •••• Һәммигә Қадир Худаға һәмдусаналар ейтилсун!
1 Һәмдусана! Яһни мәдһийиләңлар!
Бәрһәқ, бундақ қилиш шериндур;
Худайимизни күйләңлар!
Мәдһийә оқуш инсанға яришиду.
2 Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта;
Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду;
3 У көңли сунуқларни давалайду;
Уларниң ярилирини таңиду.
4 У юлтузларниң санини санайду;
Уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду.
5 Улуқдур Рәббимиз, зор қудрәтликтур;
Униң чүшиниши чәксиздур.
6 Пәрвәрдигар мулайим мөминләрни йөләп көтириду;
Рәзилләрни йәргичә төвән қилиду.
7 Пәрвәрдигарға тәшәккүрләр билән нахша ейтиңлар;
Күйләрни чилтарға тәңшәп ейтиңлар!
8 У асманни булутлар билән қаплитиду,
Зиминға ямғурни бекитиду,
Тағларда от-чөпләрни өстүриду;
9 Малларға озуқ,
Тағ қарғисиниң җүҗилири зарлиғанда, уларға озуқ бериду;
10 Ат күчидин У зоқ алмайду;
Адәмниң чәбдәс путлирини хурсәнлик дәп билмәйду;
11 Пәрвәрдигар бәлки Өзидин әйминидиғанларни,
Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларни хурсәнлик дәп билиду.