148
148-күй •••• Пүткүл аләм, Пәрвәрдигарни улуқлаңлар!
Һәмдусана!
Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар;
Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар;
Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири;
Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири!
Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай,
Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар;
Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири,
Асмандин жуқури җайлашқан сулар!
Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун;
Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур;
У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди;
Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған.
Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар,
Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири;
От, мөлдүз, қар, туман,
Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал;
Тағлар һәм барлиқ дөңләр,
Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири,
10 Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар,
Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар;
11 Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар,
Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар;
12 Һәм жигитләр һәм қизлар,
Бовайлар вә яшлар, —
13 Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун;
Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур;
Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду.
14 Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини,
Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән;
Улар Исраил балилири,
Өзигә йеқин бир хәлиқтур!
Һәмдусана!  
 
 
148:1 Луқа 2:14; Вәһ. 5:13 148:5 Яр. 1:6-31; Зәб. 32:6, 9 148:6 Аюп 14:5,13; 26:10; 38:33; Зәб. 103:5; 118:91; Йәр. 31:35; 33:25 148:13 Пәнд. 18:10; Йәш. 12:4 148:14 «Өз хәлқиниң мүңгүзини, йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийиси...» — Тәвратта «мүңгүз» адәттә адәмниң нам-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу айәттә у Исраилниң Худаға болған мәдһийилирини билдүриду. Бу айәттики «көтириш» адәмниң қоли билән көтириш әмәс, бәлки Худа уларниң мәдһийә авазлирини көтиришини билдүриду. 148:14 Зәб. 131:17