15
15-күй •••• Ахирәткичә Худаға бағлиған чәксиз үмүт
1 Давут язған «Миқтам» күйи:
Мени сақлиғин, и Тәңри,
Чүнки мән Саңа тайинимән.
2 Мениң җеним Пәрвәрдигарға: «Сән мениң Рәббимдурсән;
Сәндин башқа мениң бәхит-саадитим йоқтур» — деди.
3 Йәр йүзидики муқәддәс бәндилириң болса,
Улар алийҗанаблардур,
Улар мениң һәммә хошаллиғимдур.
4 Ким башқа илаһни издәшкә алдириса,
Уларниң дәрдлири көпийип кетиду.
Ғәйрий илаһларға атап һәдийә қанлирини төкмәймән,
Уларниң намлирини тилимғиму алмаймән.
5 Пәрвәрдигар болса мениң мирасим һәм қәдәһимдики несивәмдур;
Чәк ташлинип еришкән несивәмни өзүң сақлайсән;
6 Несивәмни бәлгүлигән сизиқлар маңа гөзәл йәрләрни бекиткәндур;
Бәрһәқ, мениң гөзәл мирасим бардур!
7 Маңа несиһәт бәргән Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән;
Һәтта кечиләрдиму виҗданим маңа үгитиду.
8 Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимдин кәткүзмәймән;
У оң йенимда болғачқа,
Мән һәргиз тәврәнмәймән.
9 Шуңа мениң қәлбим шатланди,
Мениң роһум техиму көтирилиду,
Мениң теним аман-есәнликтә туриду;
10 Чүнки җенимни тәһтисарада қалдурмайсән,
Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучиңни чириштин сақлайсән.
11 Сән маңа һаят йолини көрситисән;
Һозуруңда толуп ташқан шат-хурамлиқ бардур;
Оң қолуңда мәңгүлүк бәһрә-ләззәтләрму бардур.