18
18-күй •••• Аләм һәм Тәврат Худаниң шәривидур!
1-2 Давут язған күй: —
Әршләр Тәңриниң улуқлуғини җакалайду,
Асман гүмбизи Униң қоли ясиғанлирини намайән қилиду;
3 Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду;
Кечә-кечиләп улар билимни аян қиливатиду.
4 Тилсиз һәм авазсиз болсиму, уларниң садаси аләмгә аңланмақта.
5 Уларниң өлчәм таниси йәр йүзидә тартилмақта;
Уларниң сөзлири аләмниң четигичә йәтмәктә.
Уларниң ичидә Худа қуяш үчүн чедир тиккән,
6 Қуяш һуҗрисидин тойға чиққан жигиттәк чиқиду,
Бәйгигә чүшидиған палвандәк шатлиниду;
7 Асманларниң бир четидин өрләйду,
Җаһанниң у четигичә чөргиләйду,
Униң һараритидин һеч қандақ мәхлуқат йошуруналмайду.
8 Пәрвәрдигарниң тәврат-қануни мукәммәлдур,
У инсан вуҗудини йеңилайду;
Пәрвәрдигар бәргән һөкүм-гувалар муқим-ишәшлик ,
У наданларни дана қилиду.
9 Пәрвәрдигарниң көрсәтмилири дурус,
У қәлбни шатландуриду;
Пәрвәрдигарниң пәрманлири йоруқлуқтур,
У көзләрни нурландуриду.
10 Пәрвәрдигардин әйминиш пак иштур, у мәңгү давамлишиду;
Пәрвәрдигарниң һөкүмлири һәқтур,
Һәр бири тамамән һәққанийәттур.
11 Улар алтундин, бәрһәқ көп сап алтундин қиммәтликтур;
Һәсәлдин, һәсәл җәвһиридин шериндур;
12 Улар билән қулуң ойғитилиду;
Инсан уларға риайә қилишта чиң турса чоң мукапат бардур.
13 Ким өз хаталиқлирини билип йетәлисун?
Мени билип-билмәй қилған гуналиримдин сақит қилғайсән;
14 Өз қул-чакариңни башбаштақ гуналардин тартқайсән;
Бу гуналарни маңа ғоҗайин қилдурмиғайсән;
Шуниң билән мән қусурсиз болимән,
Еғир гунадин халий болғаймән.
15 И Пәрвәрдигар, мениң Қорам Тешим вә Һәмҗәмәт-Ниҗаткарим,
Ағзимдики сөзләр, қәлбимдики ойлинишлар нәзириңдә мәқбул болғай!