28
28-күй •••• Пәрвәрдигарниң һәйвиси
1 Давут язған күй: —
Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр, и Қудрәтлик Болғучиниң пәрзәнтлири,
Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!
2 Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шану-шәвкәт бәргәйсиләр;
Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар!
3 Пәрвәрдигарниң садаси чоңқур сулар үстидә һөкүм сүриду;
Шан-шәрәп егиси болған Тәңри гүлдүрмамиларни яңритиду;
Пәрвәрдигар бүйүк деңизлар үстидә һөкүм сүриду.
4 Пәрвәрдигарниң садаси күчлүктур;
Пәрвәрдигарниң садаси һәйвәткә толғандур;
5 Пәрвәрдигарниң садаси кедир дәрәқлирини сундуриветиду;
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Ливандики кедирларни сундуриветиду.
6 У уларни мозай ойнақлаватқандәк ойнақлитиду;
Явайи калиниң балиси ойнақлаватқандәк, У Ливан вә Сирион теғини ойнақлитиду.
7 Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду;
8 Пәрвәрдигарниң садаси чөл-җәзирини зил-зилигә салиду;
Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду;
9 Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду,
Орманлиқларни ялаңачлайду;
Униң муқәддәс ибадәтханисида болған һәммиси «шану-шәвкәт!» дәп тәнтәнә қилиду.
10 Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду;
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар мәңгүгә падиша болуп һөкүм сүрүп олтириду.
11 Пәрвәрдигар Өз хәлқигә қудрәтни бәхш етиду;
Өз хәлқини аман-хатирҗәмлик билән бәрикәтләйду.