3
3-күй •••• Сәһәрдики дуа
1-2 Давут өз оғли Абшаломдин қечип жүргән күнләрдә язған күй: —
И Пәрвәрдигар, мени қиставатқанлар нәқәдәр көпийип кәткән,
Мән билән қаршилишиватқанлар немидегән көп!
3 Нурғунлар мән тоғрилиқ: —
«Худадин униңға һеч ниҗат йоқтур!» дейишиватиду.
Селаһ!
4 Бирақ Сән, и Пәрвәрдигар, әтрапимдики қалқандурсән;
Шан-шәривим һәм бешимни йөлигүчидурсән!
5 Авазим билән мән Пәрвәрдигарға нида қилимән,
У муқәддәс теғидин иҗабәт бериду.
Селаһ.
6 Мән болсам яттим, ухлидим;
Ойғандим, чүнки Пәрвәрдигар маңа яр-йөләк болиду.
7 Мени қоршап сәп түзгән түмәнлигән адәмләр болсиму,
Мән улардин қорқмаймән!
8 И Пәрвәрдигар, орнуңдин тур!
Мени қутқуз, и Худайим!
Мениң барлиқ дүшмәнлиримниң тәстикигә салғайсән;
Рәзилләрниң чишлирини чеқивәткәйсән!
9 Ниҗатлиқ болса Пәрвәрдигардиндур;
Бәрикитиң Өз хәлқиңдә болсун!
Селаһ!