30
30-күй •••• Бесим астида
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Сән Пәрвәрдигарни, мән башпанаһ қилдим;
Мени һеч қачан йәргә қаритип қоймиғайсән;
Өз һәққанийлиғиң билән мени азат қилип қутқузғайсән;
3 Маңа қулақ салғайсән, мени тезрәк қутқузувалғайсән;
Маңа қорам таш,
Өзүмни қоғдайдиған қорғанлиқ қәлъә болғайсән.
4 Чүнки Сән мениң уюлтешим, мениң қорғинимдурсән;
Шуңа Өз намиң үчүн мени йетәклигәйсән, мени башлиғайсән.
5 Маңа йошурун селинған қапқантин қәдәмлиримни тартқайсән;
Чүнки Сән мениң башпанаһимдурсән.
6 Мән роһумни қолуңға тапшурдум;
Сән маңа ниҗатлиқ қилип һөрлүккә чиқарғансән, и Пәрвәрдигар, һәқ Тәңри.
7 Ялған илаһларға чоқунидиғанлардин жиркинип кәлдим;
Мән болсам Пәрвәрдигарға етиқат қилимән.
8 Өзгәрмәс муһәббитиң билән хошал болуп шатлинимән;
Чүнки мениң харлиғимни көрдүңсән;
Җенимниң азап-оқубәтлиридин хәвәр таптиң.
9 Мени дүшмәнлиримниң қолиға чүшүрмидиң,
Бәлки путлиримни кәңри җайға турғуздуң.
10 И Пәрвәрдигар, маңа рәһим-шәпқәт көрсәткәйсән,
Чүнки бешимға күлпәт чүшти;
Дәрд-әләмдин көзүм түгүшәй дәп қалди,
Җеним, вуҗудумму шундақ.
11 Һаятим қайғу-һәсрәт билән,
Жиллирим ғәм-ғуссә билән управатиду.
Гунайим түпәйлидин мағдурум кетәй дәп қалди,
Устиханлирим сизип кәтти.
12 Мән рәқиплиримниң иза-аһанитигә қалдим,
Йеқинлирим алдида техиму шундақ;
Тонушлиримғиму бир вәһимә болдум;
Кочида мени көргәнләрму мәндин даҗип қачиду.
13 Һәммәйлән мени өлгән адәмдәк, көңлидин чиқирип ташлашти;
Пучуқ чинидәк болуп қалдим.
14 Чүнки нурғунларниң төһмәтлирини аңлидим,
Вәһимә тәрәп-тәрәпләрдә туриду;
Улар маңа һуҗум қилишқа мәслиһәтлишиватиду,
Җенимни елишқа қәст қилишиватиду.
15 Бирақ мән Саңа тайинимән, и Пәрвәрдигар;
«Сән мениң Худайим!» — дедим.
16 Мениң күнлирим Сениң қолуңдидур;
Мени дүшмәнлиримниң қолидин һәм маңа зиянкәшлик қилғучилардин қутқузғайсән.
17 Қулуңға дидариңниң җилвисини чүшүргәйсән;
Өзгәрмәс муһәббитиң билән маңа ниҗатлиқ ата қилғайсән.
18 И Пәрвәрдигар, мени йәргә қаритип қоймиғайсән;
Чүнки мән Саңа илтиҗа қилдим;
Рәзилләр йәргә қарап қалсун;
Уларниң тәһтисарада зувани тутулсун;
19 Ялған ләвләр зувандин қалсун!
Улар һәққанийларни халиғанчә мазақ қилип тәкәббурлуқ билән сөзлимәктә!
20 Өзүңни башпанаһ қилғанлар үчүн инсан балилириниң көз алдида көрсәткән илтипатлириң,
Йәни Өзүңдин қорқидиғанлар үчүн, сақлиған илтипат-немәтлириң нәқәдәр молдур!
21 Сән уларни инсанларниң сүйқәстлиридин Өз һозуруңдики йошурун далда җайға алисән;
Сән уларни тил-аһанәтләрдин сайивиниңдә йошуруп қойисән.
22 Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийиләр йоллансун!
Чүнки У өзгәрмәс муһәббитини зулмәтлик бир шәһәрдә әҗайип нимайән қилди!
23 Чүнки мән дәккә-дүккидә һодуқуп: —
Сени, мени көзидин чиқирип қойдимекин, дәп қорққан едим;
Һалбуки, мән налә көтирип йелинғинимда, пәрядимға қулақ салдиң.
24 Пәрвәрдигарни сөйүңлар, и Униң барлиқ мөмин бәндилири!
Пәрвәрдигар Өзигә садиқларни қоғдайду,
Һәм тәкәббурлуқ билән иш қилғучиларниң қилмишлирини өз бешиға һәссиләп қайтуриду!
25 И Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткәнләр,
Җигәрлик бол, қәлбиң мәртанә қилинсун!