33
33-күй •••• Худаниң меһриванлиғиға мәдһийә •••• «елипбә тәртивилик» күй •••• 1-айәттики изаһатни көрүң.
1-2 Давут язған күй: —
(Давут Абимәләк падишаниң алдида жүрүш-турушини башқичә қиливалғанда, Абимәләк уни һайдивәткән вақитта язған)
|א| Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән;
Уни мәдһийиләш ағзимдин чүшмәйду.
3 |ב| Қәлбим Пәрвәрдигарни иптихарлинип мәдһийәләйду,
Мөминләр буни аңлап шатлиқта болиду.
4 |ג| Мән билән биллә Пәрвәрдигарни улуқлаңлар,
Бирликтә Униң намиға мәдһийиләр яңритайли.
5 |ד| Пәрвәрдигарни издидим,
У мениң дуайимни иҗабәт қилди,
Мени басқан барлиқ вәһимә-қорқунучлиримдин қутқузди.
6 |ה| Мөминләр Униңға тәлмүрүп нурланди;
|ו|Йүзлири йәргә қаритилмиди.
7 |ז| Мән пеқир-бечарә Униңға нида қилди,
Пәрвәрдигар аңлап, мени һәммә аваричиликләрдин қутқузди.
8 |ח| Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Униңдин әйминидиғанларни қоғдап әтрапиға чедирини тикиду,
Уларни қутқузиду.
9 |ט| Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин,
Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур!
10 |י| И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар!
Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас.
11 |כ| Күчлүк асланлар озуқсиз қелип ач қалсиму,
Амма Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң һеч бир яхши нәрсиси кам болмас.
12 |ל| Келиңлар балилирим, маңа қулақ селиңлар;
Мән силәргә Пәрвәрдигардин әйминишни үгитип қояй.
13 |מ| Һаятни әтиварлайдиған киши ким?
Кимниң узун вә яхши күнләрни көргүси бар?
14 |נ| Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр,
Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун;
15 |ס| Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр;
Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр.
16 |ע| Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду,
Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду;
17 |פ| Пәрвәрдигарниң чирайи рәзиллик қилғучиларға қарши чиқар,
Уларниң һәр қандақ нам-хатирилирини йәр йүзидин елип ташлар;
18 |צ| Һәққанийлар илтиҗа қилиду,
Пәрвәрдигар аңлайду, уларни барлиқ азап-мушәққәтлиридин қутқузиду;
19 |ק| Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур,
Роһи езилгәнләрни қутқузиду.
20 |ר| Һәққанийлар дуч кәлгән аваричиликләр көптур;
Бирақ Пәрвәрдигар уларни буларниң һәммисидин қутқузиду.
21 |ש| У һәққанийниң сүйәклирини сақ қалдуриду,
Улардин бирисиму сунуп кәтмәйду.
22 |ח| Яманлиқниң өзи рәзилләрни өлтүриду;
Һәққанийларға нәпрәтлинидиғанлар гунада қалиду.
23 |פ| Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду;
Униңға таянғанлардин һеч кимгә гуна бекитилмәйду.