47
47-күй •••• Зион — Худаниң шәһири
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Улуқдур Пәрвәрдигар,
Худайимизниң шәһиридә, Униң муқәддәслиги турған тағда,
У зор мәдһийәләргә лайиқтур!
3 Егизлигидин көркәм, Зион теғи,
Пүткүл җаһанниң хурсәнлигидур;
Шималий тәрәплири гөзәлдур,
Бүйүк падишаниң шәһиридур!
4 Худа қорғанлирида туриду,
Бу йәрдә У егиз панаһгаһ дәп тонулиду;
5 Мана, падишалар жиғилди,
Улар шәһәрни бесип өтүп, җәм болди.
6 Шәһәрни көрүпла улар алақзадә болди;
Дәккә-дүккигә чүшүп бәдәр қечишти.
7 У йәрдә уларни титрәк басти,
Толғақ йегән аялдәк улар азапланди;
8 Сән Таршиштики кемиләрни шәриқ шамили билән вәйран қиливәттиң.
9 Қулиқимиз аңлиғанни,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шәһиридә,
Худайимизниң шәһиридә,
Биз һазир өз көзимиз билән шундақ көрдуқ;
Худа мәңгүгә уни мустәһкәм қилиду.
Селаһ.
10 Биз сениң муқәддәс ибадәтханаң ичидә туруп, и Худа,
Өзгәрмәс муһәббитиңни сеғиндуқ.
11 Намиңға лайиқтур,
Җаһанниң чәт-чәтлиригичә йәткүзүлгән мәдһийилириң, и Худа;
Сениң оң қолуң һәққанийлиқ билән толған.
12 Сениң адил һөкүмлириңдин,
Зион теғи шатланғай!
Йәһуда қизлири хошал болғай!
13 Зион теғини айлинип меңип,
Әтрапида сәйли қилиңлар;
Униң мунарлирини санап беқиңлар;
14 Кейинки әвлатқа уни баян қилиш үчүн,
Сепил-истиһкамлирини көңүл қоюп күзитиңлар,
Қорғанлирини көздин кәчүрүңлар.
15 Чүнки бу Худа әбәдил-әбәт бизниң Худайимиздур;
У өмүрвайәт бизниң йетәкчимиз болиду!