53
53-күй •••• Сатқунлуққа учриғанда қилған дуа
1-3 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған «Масқил» (Зиф шәһиридикиләр Саул падишаниң йениға берип: «Давут бизниң мошу жутимизға мөкүвалған, сили билмәмдила?» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған):
И Худа, Өз намиң билән мени қутқузғайсән;
Зор қудритиң билән дәвайимни сориғайсән.
4 И Худа, дуайимни аңлиғайсән;
Ағзимдики сөзләргә қулақ салғайсән.
5 Чүнки ят адәмләр маңа һуҗум қилишқа орнидин турди;
Зомигәрләр мениң җенимни овлимақта;
Улар Худани нәзиригә һеч илмайду.
Селаһ.
6 Қара, Худа маңа ярдәм қилғучидур;
Рәб җенимни йөләйдиғанлар арисидидур.
Селаһ.
7 У дүшмәнлиримниң яманлиғини өзигә қайтуриду;
И Худа, Өз һәқиқитиң билән уларни үзүп ташлиғайсән.
8 Мән Саңа халис қурбанлиқлар сунимән;
Намиңни мәдһийәләймән, и Пәрвәрдигар;
Шундақ қилиш әладур.
9 Чүнки У мени барлиқ бала-қазалардин қутқузди;
Дүшмәнлиримниң мәғлубийитини өз көзум билән көрдүм.