57
57-күй •••• Залим һөкүмранларни Худа җазалиғай!
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи: —
И қудрәт егилири, силәр һәқиқәтән адаләтни сөзләватамсиләр?
И инсан балилири, адил һөкүм чиқирамсиләр?
3 Яқ, силәр көңлүңләрдә яманлиқ тәйярлайсиләр;
Йәр йүзидә өз қолуңлар билән қилидиған зораванлиқни өлчәватисиләр.
4 Рәзилләр анисиниң қосиғидила езип кетиду;
Улар туғулупла йолдин адишип, ялған сөзләйду.
5 Уларниң зәһири иланниң зәһиридур;
Улар өз қулиқини пүтүк қилған гас кобра иландәк,
6 Мәйли иланчилар шунчә чирайлиқ сеһирлисиму,
У нәй авазиға қәтъий қулақ салмайду.
7 И Худа, уларниң ағзидики чишлирини сундурувәткәйсән!
Мошу яш ширларниң тоңкай чишлирини чеқивәткәйсән, и Пәрвәрдигар!
8 Улар еқип кәткән сулардәк өтүп кәткәй;
Улар оқларни чәнләп атқанда,
Оқлири учсиз болуп кәткәй!
9 Қулулә йол маңғанда изи йоқилип кәткәндәк,
Улар йоқап кәтсун;
Аялниң чүшүп кәткән һамилисидәк,
Улар күн көрмисун!
10 Қазан янтақларниң иссиғини сәзгичә,
(Мәйли улар юмран пети, яки от туташқан болсун)
У уларни тозутиветиду.
11 Һәққаний адәм Худаниң интиқамини көргәндә хошал болиду;
Өз излирини рәзилләрниң қенида жуйиду.
12 Шуңа адәмләр: «Дәрвәқә, һәққанийлар үчүн инъам бардур;
Дәрвәқә йәр йүзидә һөкүм жүргүзгүчи бир Худа бардур» — дәйду.