60
60-күй •••• «Мәндин жуқури Қорам Таш»
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп Давут язған күй: —
И Худа, пәрядимни аңлиғайсән;
Дуайимға қулақ салғайсән!
3 Йәрниң чәт-чәтлиридә туруп,
Жүригим зәиплишип кәткәндә,
Мән Саңа мураҗиәт қилимән: —
Сән мени өзүмдин жуқури Қорам Ташқа йетәкләйсән!
4 Чүнки Сән маңа панаһгаһ,
Дүшминим алдида мустәһкәм мунар болуп кәлгәнсән.
5 Мән чедириңни мәңгүлүк туралғум қилимән;
Қанатлириң сайисидә панаһ тапимән.
Селаһ.
6 Чүнки Сән, и Худа, қәсәмлиримни аңлидиң;
Өзүңдин әйминидиғанларға тәвә мирасни маңиму бәрдиңсән.
7 Падишаһниң күнлиригә күн қошуп узартисән;
Униң жиллири дәвирдин-дәвиргичә болиду.
8 У Худаниң алдида мәңгү һөкүм сүриду;
Уни аман сақлашқа муһәббәт вә һәқиқәтни бекитип тәминлигәйсән;
9 Шуниң билән алдиңда ичкән қәсәмлиримгә һәр күни әмәл қилимән;
Мән намиңни мәңгү күйләймән!