67
67-күй •••• Ғәлибә мунаҗити
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй-нахша: —
Худа орнидин турди, дүшмәнлирини тирипирән қиливетиду!
Униңға өчмәнләр Униң алдидин бәдәр қачиду!
3 Ис-түтәк учурулғандәк, уларни учуруп йоқитисән,
Мом отта еритилгәндәк,
Рәзилләр Худаниң алдида һалак болиду.
4 Бирақ һәққанийлар хошаллиниду,
Улар Худа алдида роһлинип,
Тәнтәнә қилип шатлиниду.
5 Худаға күйләр ейтиңлар,
Униң намини нахша қилип яңритиңлар;
Чөл-баяванларға Мингүчигә бир йолни көтирип ясаңлар;
Униң нами «Яһ»дур;
Униң алдида шатлиниңлар.
6 Житимларға ата болғучи,
Тул хотунларниң дәвасини сориғучи,
Өз муқәддәс маканида турған Худадур.
7 Худа ғерибларни өй-очақлиқ қилиду;
У мәһбусларни аватлиққа чиқириду;
Лекин асийларни қағҗирақ йәрдә қалдуриду.
8 И Худа, Өз хәлқиңниң алдида маңғиниңда,
Чөл-баявандин өтүп сәпәр қилғиниңда,
— (Селаһ) —
9 Худаниң һозури алдида,
Йәни Исраилниң Худасиниң һозури алдида,
Йәр-җаһан тәвринип,
Асманларму йеғин яғдурди;
Аву Синай теғиму тәвринип кәтти.
10 Сән, и Худа, Өз мирасиң болған зимин-хәлиқ үстигә хасийәтлик бир ямғур яғдурдуң;
Улар һалсизланғанда уларни күчләндүрдүң.
11 Сениң баққан падаң у йәргә маканлашти;
Меһриванлиғиң билән мөминләр үчүн тәйярлиқ қилдиң, и Худа!
12 Рәб әмир қилди;
Уни җакалиғучи қиз-аяллар немидегән зор бир қошундур!
13 «Падишаһлар һәм қошунлири бәдәр қечишти, бәдәр қечишти!» — дейишти;
Өйдә олтарған қиз-аяллар болса олҗиларни бөлишивалиду;
14 Силәр қой баққанда падилар арисида ятқан болсаңларму,
Зиминиңлар әнди қанатлириға күмүч сәпкән,
Пәйлири пақирақ алтун билән безәлгән пахтәктәк болиду;
15 Һәммигә Қадир Худа падишаларни зиминда тирипирән қиливәткәндә,
Йәр Залмон теғидики қардәк ақирип кәтти.
16 Башан теғи қудрәтлик бир тағ,
Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур;
17 Әй егиз чоққилиқ тағлар,
Немә үчүн Худа Өз макани қилишни халиған таққа һәсәт билән қарайсиләр?
Дәрвәқә, Пәрвәрдигар шу тағда мәңгү туриду!
18 Худаниң җәң һарвулири түмән-түмән,
Миллион-миллиондур;
Рәб улар арисида туриду;
Синай теғидики муқәддәс җайда туриду.
19 Сән жуқуриға көтирилдуң,
Инсанларни тутқун қилғучиларни Өзүң әсир қилип елип кәттиң;
Яһ Худа уларниң арисида туруши үчүн,
Һәтта асийлиқ қилғанлар арисида туруши үчүнму,
Сән инсан арисида туруп илтипатларни қобул қилдиң.
20 Рәб мәдһийиләнсун;
Чүнки У һәр күни жүклиримизни көтәрмәктә;
Йәни ниҗатлиғимиз болған Тәңри!
Селаһ.
21 Бизниң Тәңримиз бирдин-бир ниҗаткар Тәңридур;
Рәбгә, йәни Пәрвәрдигарғила, өлүмгә бағлиқ ишлар тәвәдур.
22 Бәрһәқ, Худа Өз дүшмәнлириниң бешини яриду,
Өз гуналирида давамлиқ кетиверидиғанларниң чачлиқ каллисини У чақиду.
23 Рәб мундақ деди: «Өз хәлқимни Башан дияридинму,
Деңизларниң чоңқур җайлиридинму қайтуруп келимән;
24 Шундақ қилип сән хәлқимниң пути қанға,
Йәни дүшмәнлириңниң қениға милиниду,
Иштлириңниң тили буниңдинму несивисини ялайду».
25 Улар Сениң маңғанлириңни көрди, и Худа;
Йәни мениң Илаһим, мениң Падишасимниң муқәддәс җайиға кирип маңғанлирини көрди;
26 Алдиңда мунаҗатчилар, кәйниңдә чалғучилар маңди,
Оттурисида дапчи қизлар бар еди:
27 «Җамаәтләрдә Худа Рәбгә тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар,
— И Исраил булақлиридин чиққанлар!» — дейишти.
28 У йәрдә уларниң башламчиси болған кичик Бинямин қәбилиси маңиду;
Йәһуда әмирлири, зор бир топ адәмләр,
Зәбулунниң әмирлири, Нафталиниң әмирлириму бар.
29 Сениң Худайиң күчүңни буйруп бекиткән;
Өзүң биз үчүн қилғиниңни мустәһкәмлигәйсән, и Худа!
30 Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханаң вәҗидин,
Падишаһлар Саңа атап һәдийәләрни елип келиду;
31 Аһ, һелиқи қомушлуқтики йиртқуч җаниварни,
Күчлүкләрниң топини,
Таипиләрдики топақларниму әйиплигәйсән;
Андин уларниң һәр бири күмүч тәңгиләрни әкилип Саңа тиз пүкүшиду;
Урушхумар хәлиқләрни тирипирән қиливәткәйсән!
32 Мөтивәр әлчиләр Мисирдин келиду,
Ефиопийә болса Худаға қарап қоллирини тездин көтириду.
33 И йәр йүзидики әл-жутлар, Худани нахша билән мәдһийиләңлар;
Рәбни мәдһийиләп күйләрни ейтиңлар!
(Селаһ)
34 Асманларниң үстигә,
Қедимдин бар болған асманларниң үстигә Мингүчи тоғрилиқ күй ейтиңлар!
Мана, У авазини аңлитиду,
Униң авази күчлүктур!
35 Худани күчлүк дәп билип җакалаңлар,
Униң һәйвиси Исраил үстидә,
Униң күчи булутларда туриду;
36 И Худа, муқәддәс җайлириңдин сүрлүк көрүнисән!
Исраилниң бирдин-бир Тәңриси!
Хәлиққә күч-қудрәт бәргүчи болса, Удур!
Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқулсун!