74
74-күй •••• Адил сорақчи Худа
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: —
Саңа тәшәккүр ейтимиз, и Худа, тәшәккүр ейтимиз!
Чүнки намиң бизгә йеқиндур;
Буни, қилған карамәтлириң испатлап җакалайду.
3 Мәнки Пәрвәрдигар: — «Мән бекиткән вақитни ихтияримға алғинимда,
Адаләт билән сорақ қилимән;
4 Йәр һәм йәрниң үстидә туруватқанлар тәвринип турсиму,
Униң түврүклирини турғузғучи Өзүмдурмән» — деди.
Селаһ.
5 Махтанғанларға: — «Махтанмаңлар»,
Һәм рәзилләргә «Мүңгүзүңни көтәрмә» — дедим;
6 «Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә;
Бойнуңни қаттиқ қилип ғадийип сөзлимә!»
7 Чүнки көтирилиш шәриқтин яки ғәриптин әмәс,
Яки җәнуптинму кәлмәйду;
8 Чүнки Худа сотчидур;
У бирисини көтириду, бирисини чүшүриду.
9 Чүнки Пәрвәрдигарниң қолида бир қәдәһ туриду;
Униңдики шарап көпүклишиватиду;
У әбҗәш шарап билән толди;
Худа униңдин төкиду;
Дәрвәқә йәр йүзидики барлиқ рәзилләр униң дуғини қоймай ичиветиду;
10 Мән болсам, мәңгүгә гувалиқ беримән: —
Яқупниң Худасиға күйләрни ейтимән.
11 «Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән;
Бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!».