78
78-күй •••• Жутни басқан балаю-апәттин көтирилгән налә-зар
Асаф язған күй: —
 
И Худа, әлләр Өз мирасиңға бөсүп кирди;
Улар Сениң муқәддәс ибадәтханаңни булғиди;
Йерусалимни дога-дога харабиләргә айландурди.
Улар қуллириңниң җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға йәм қилип,
Мөмин бәндилириңниң әтлирини даладики һайванатларға ташлап бәрди.
Улар хәлқиңниң қанлирини Йерусалим әтрапида судәк аққузди,
Җәсәтлирини көмгили бирәр адәмму қалдурмиди.
Хошнилиримиз алдида рәсваға қалдуқ,
Әтрапимиздикиләргә мәсқирә вә мазақ объекти болдуқ.
Қачанғичә, и Пәрвәрдигар?
Сән мәңгүгә ғәзәплинәмсән?
Сениң жүригиң от болуп өртиниверәмду?   
Қәһриңни Сени тонумиған әлләр үстигә,
Намиңни билмигән падишалиқлар үстигә төккәйсән!
Чүнки улар Яқупни ялмап,
Униң маканини харабиликкә айландурувәтти.
Ата-бовилиримизниң қәбиһликлирини бизгә һесаплимиғайсән;
Рәһимдиллиқлириң бизниң йенимизға чапсан кәлгәй!
Чүнки биз интайин пәс әһвалға чүшүрүлдуқ.
Өз намиңниң шөһрити үчүн бизгә ярдәм қилғайсән, и ниҗатлиғимизниң Худаси,
Намиң үчүн бизни қутқузғайсән, гуналиримизни кафарәт қилип кәчүргәйсән;
10 Әлләр немишкә: «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп мазақ қилишиду?
Қуллириң төккән қан қәрзиниң һесави әлләр арисида, көз алдимизда қилинсун.
11 Әсирләрниң аһ-зарлири алдиңға кәлгәй;
Билигиңниң улуқлуғи билән, өлүмгә буйрулғанларни сақлиғайсән.
12 И Рәб, ят хошнилиримизниң Саңа қилған зор һақаритини йәттә һәссә қошуп өзлиригә,
Йәни уларниң ичи-бағриға қайтурғайсән;
13 Шундақ қилип, Сениң хәлқиң — Өзүң баққан қойлириң болған бизләр,
Саңа мәңгүгә тәшәккүрләр ейтимиз,
Әвлаттин әвлатқичә Сениң мәдһийилириңни аян қилимиз.
 
 
78:1 «И Худа, әлләр Өз мирасиңға бөсүп кирди; улар Сениң муқәддәс ибадәтханаңни булғиди; Йерусалимни дога-дога харабиләргә айландурди» — бу күй Бабил падишаси Небоқаднисар миладийәдин илгәрки 597-жили Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини вәйран қилип, нурғун Исраилларни әсиргә елип Бабилға елип кәткәндин кейин йезилған болса керәк. 78:4 Зәб. 43:15; 79:7 78:5 «Сениң жүригиң от болуп өртиниверәмду? » — ибраний тилида «Сениң һәситиң от болуп өртиниверәмду? ». 78:5 Зәб. 88:47 78:6 Йәр. 10:25 78:8 Йәш. 64:8