83
83-күй •••• Пәрвәрдигарниң һозурини сеғиниш
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та челинсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Маканлириң нәқәдәр әзиздур,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар!
3 Җеним Пәрвәрдигарниң һойлилириға тәшна болуп,
Сеғинип һәтта һалидин кетиду,
Дилим вә әтлирим һаят Тәңригә тәлмүрүп нида қилиду;
4 Мана, һәтта мубарәк қучқачму бир маканни тапқан,
Қарлиғачму өзигә һәм бала туғидиған уга ясайдиған җайни тапқан,
— Йәни Сениң қурбангаһлириңдин,
И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
— Мениң Падишасим, мениң Худайим!
5 Сениң өйүңдә туруватқанлар бәхитликтур!
Улар үзлүксиз Сени мәдһийиләйду.
Селаһ.
6 Күч-қудрити Сәндин болған киши бәхитликтур —
Қәлбидә көтирилмә йоллар болғанлар;
7 Жиға вадисидин өткәндә,
Улар уни булақлиққа айландурар;
Бәрһәқ, күз ямғурлири уни бәрикәтләргә толдуриду.
8 Улар күчигә-күч улап меңивериду;
Һәр бири Зионға йетип келип, Худаниң һозурида һазир болиду.
9 И самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән;
И Яқупниң Худаси, қулақ салғайсән!
Селаһ.
10 Қара, и қалқинимиз болған Худа,
Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзигә илтипат билән қариғин!
11 Чүнки Сениң һойлилириңда өткән бир күн
Башқа йәрдә өткән миң күндин әладур;
Рәзилләрниң чедирлиридә яшиғандин көрә,
Худайимниң өйиниң босуғисида турғиним яхшидур.
12 Пәрвәрдигар Худа қуяш вә қалқандур,
Пәрвәрдигар шапаәт вә шан-шөһрәт бәхш етиду;
Дурус маңғанлардин У һәр қандақ илтипатни һеч айимайду;
13 Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
Бәхитликтур Саңа таянған инсан!