86
86-күй •••• Зионниң улуқлуғи
1 Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: —
Униң ули болса муқәддәс тағлардидур.
2 Пәрвәрдигар Зионниң дәрвазилирини сөйиду,
Яқупниң барлиқ макан-җайлиридинму әвзәл көриду;
3 Сениң шәривиңгә улуқ ишлар ейтилмақта, и Худаниң шәһири!
Селаһ.
4 «Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән;
Мана Филистийә, Тур билән Ефиопийә;
Мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән.
5 Бәрһәқ, Зион тоғрилиқ шундақ ейтилиду: —
«Бу адәм, паланчи-покунчи униңда туғулған,
Һәммидин Алий Болғучиниң Өзи уни мустәһкәмләйду».
6 Хәлиқ-қовмларни хатирилигинидә Пәрвәрдигар: —
«Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду.
Селаһ.
7 Нахшичилар, уссулчилар шуни тәң ейтиду: —
«Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!»