94
94-күй •••• Һәқиқий ибадәт қилиш үчүн аңлаш керәк
1 Келиңлар, Пәрвәрдигарни яңритип күйләйли,
Ниҗатлиғимиз болған Қорам Тешимизға тәнтәнә қилайли!
2 Тәшәккүрләр билән униң алдиға келәйли,
Униңға күйләр билән тәнтәнә қилайли!
3 Чүнки Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур,
Пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир Падишадур.
4 Йәрниң тәглири Униң қолидидур,
Тағларниң чоққилириму Униңкидур.
5 Деңиз Униңки, У уни яратқан;
Қуруқлуқни Униң қоллири шәкилләндүрди.
6 Келиңлар, Униңға баш уруп сәҗдә қилайли,
Пәрвәрдигар Яратқучимиз алдида тиз пүкәйли!
7 Чүнки У бизниң Худайимиздур,
Биз болсақ Униң яйлиғидики хәлиқ,
Униң қоли бақидиған қойлармиз.
Бүгүн, әгәр Униң авазини аңлисаңлар,
8 Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк,
Жүригиңларни җаһил қилмаңлар!
9 Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм қилғинимни көрди.
10 Мән қириқ жил шу дәвирдин бизар болуп: —
«Булар көңлидә адашқан бир хәлиқтур,
Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән» — дедим.
11 Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: —
«Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — дедим.