99
99-күй •••• Пүткүл йәр йүзи Пәрвәрдигарға мәдһийә яңритиңлар!
1 Тәшәккүр ейтиш үчүн йезилған күй: —
И пүткүл йәр-җаһан, Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар!
2 Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар,
Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар!
3 Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур;
Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс!
Биз униң хәлқидурмиз,
Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз.
4 Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән,
Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар;
Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
5 Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур;
Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәткичә,
Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур!