27
Исраилниң һәрбий тәшкилати
1 Төвәндикиләр Исраиллар ичидә падишаниң хизмитидә һәрбий қисимларға мәсъул болған һәр қайси җәмәт башлири, миң беши, йүз беши вә барлиқ мәнсәпдарлар еди. Улар саниға қарап қисимларға бөлүнгән еди. Улар һәр жили ай бойичә нөвәтлишип туратти, һәр қисимда жигирмә төрт миң адәм бар еди.
2 Биринчи айдики биринчи нөвәтчи қошунға Забдийәлниң оғли Яшобиям мәсъул болған, униң әшу қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
3 У Пәрәз әвлатлиридин болуп, биринчи айдики әшу қошун қисминиң сәрдарлирини башқуратти.
4 Иккинчи айдики нөвәтчи қошунға мәсъул киши Аһоһлуқ Додай болуп, униң қошуниниң орунбасар сәрдари Миклот бар еди; бу қисимда жигирмә төрт миң адәм бар еди.
5 Үчинчи айдики үчинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари каһин Йәһояданиң оғли Беная еди; у униң әшу қошуниға баш болуп, униңда жигирмә төрт миң адәм бар еди.
6 Бу Беная «оттуз палван»ниң бири болуп, әшу оттуз адәмни башқуратти; униң қисмида йәнә униң оғли Аммизабад бар еди.
7 Төртинчи айдики төртинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Йоабниң иниси Асаһәл еди; униңдин кейин оғли Зәбадия униң орнини басти. Униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
8 Бәшинчи айдики бәшинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Израһлиқ Шамхут еди, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
9 Алтинчи айдики алтинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Тәкоалиқ Иккәшниң оғли Ира еди, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
10 Йәттинчи айдики йәттинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Әфраим әвлатлири ичидики Пилонлуқ Һәләз болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
11 Сәккизинчи айдики сәккизинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Зәраһ җәмәтидики Хушатлиқ Сиббикай болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
12 Тоққузинчи айдики тоққузинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Бинямин қәбилисидики Анатотлуқ Абиәзәр болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
13 Онинчи айдики онинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Зәраһ җәмәтидики Нитофатлиқ Маһарай болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
14 Он биринчи айдики он биринчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Әфраим қәбилисидики Пиратонлуқ Беная болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
15 Он иккинчи айдики он иккинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Отнийәл җәмәтидики Нитофатлиқ Һәлдай болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
Исраилниң қәбилә башлиқлири
16 Исраилниң һәр қайси қәбилилирини идарә қилип кәлгәнләр төвәндикиләр: Рубәнийлар үчүн Зикриниң оғли Әлиезәр қәбилә башлиғи еди; Шимеонийлар үчүн қәбилә башлиғи Маакаһниң оғли Шәфатия;
17 Лавий қәбилиси үчүн Кәмуәлниң оғли Һасабия қәбилә башлиғи еди; Һарунийлар үчүн җәмәт беши Задок;
18 Йәһуда қәбилиси үчүн Давутниң акиси Елиху қәбилә башлиғи еди; Иссакарийлар үчүн Микаилниң оғли Омри қәбилә башлиғи еди;
19 Зәбулунийлар үчүн Обадияниң оғли Йишмая қәбилә башлиғи еди; Нафтали қәбилиси үчүн Азрийәлниң оғли Йәримот қәбилә башлиғи еди;
20 Әфраимийлар үчүн Азазияниң оғли Һошия қәбилә башлиғи еди; Манассәһ йерим қәбилиси үчүн Пидаяниң оғли Йоел қәбилә башлиғи еди;
21 Гилеадта маканлашқан Манассәһ йерим қәбилиси үчүн Зәкәрияниң оғли Иддо қәбилә башлиғи еди; Бинямин қәбилиси үчүн Абнәрниң оғли Яасийәл қәбилә башлиғи еди;
22 Дан қәбилиси үчүн Йәроһамниң оғли Азарәл қәбилә башлиғи еди. Жуқиридикиләр Исраил қәбилилири үчүн қәбилә башлиғи еди.
23 Давут Исраиллар ичидә жигирмә яштин төвәнләрни тизимлимиған; чүнки Пәрвәрдигар Исраилларниң санини асмандики юлтуздәк көп қилимән дегән еди.
24 Зәруияниң оғли Йоаб санини елишқа киришкән, лекин түгимигән; чүнки мошу иш вәҗидин Худаниң ғәзиви Исраилларниң бешиға яғдурулған; шу сәвәптин Исраилларниң сани «Давут падишаниң жилнамилири» дегән хатиригә киргүзүлмигән.
Падиша ордисидики мал-мүлүк вә иш-оқәтни башқурғучи әмәлдарлар
25 Падишаһниң амбар-ғәзнилирини башқурғучи Адийәлниң оғли Азмавәт еди; дала, шәһәр, йеза-кәнт вә мунарлардики амбар-ғәзниләрни башқурғучи Уззияниң оғли Йонатан еди.
26 Етиз-ериқларда териқчилиқ қилғучиларни башқурғучи Келубниң оғли Әзри еди;
27 Үзүмзарлиқларни башқурғучи Рамаһлиқ Шимәй; үзүмзарлиқлардики шарап амбарлирини башқурғучи Шифмилиқ Забди;
28 Шәфәлаһ түзләңлигидики зәйтун вә үҗмә дәрәқлирини башқурғучи Гәдәрлик Баал-Һанан еди; май амбарлирини башқурғучи Йоаш;
29 Шаронда беқилидиған кала падилирини башқурғучи Шаронлуқ Ситрай; җилғилардики кала падилирини башқурғучи Адлайниң оғли Шафат;
30 төгиләрни башқурғучи Исмаиллардин Обил; ешәкләрни башқурғучи Миронотлуқ Йәһдия;
31 қой падилирини башқурғучи Хагарлиқ Язиз еди. Буларниң һәммиси Давут падишаниң мал-мүлкини башқурғучи әмәлдарлар еди.
Давутниң муһим әмәлдарлири
32 Давутниң тағиси Йонатан мәслиһәтчи болуп, данишмән һәм Тәврат хәттатчиси еди; Хақмониниң оғли Йәһийәл падишаниң оғуллириниң устази еди.
33 Аһитофәлму падишаниң мәслиһәтчиси еди; Арклиқ Һушай падишаниң җан дости еди.
34 Аһитофәлдин кейин Бенаяниң оғли Йәһояда билән Абиятар униң орниға мәслиһәтчи болди; Йоаб падишаниң қошун сәрдари еди.