11
Рәһобоамниң ишлири
1 Рәһобоам Йерусалимға келип, Исраил билән җәң қилип падишалиқни өзигә қайтуруп әкилиш үчүн Йәһуда билән Бинямин җәмәтидин бир йүз сәксән миң хилланған җәңгивар әскәрни топлиди.
2 Лекин Худаниң сөзи Худаниң адими Шемаяға келип: —
3 «Йәһуданиң падишаси, Сулайманниң оғли Рәһобоамға, Йәһуда билән Биняминдики Исраилларға сөз қилип: —
4 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һуҗумға чиқмаңлар, қериндашлириңлар билән җәң қилмаңлар; һәр бириңлар өз өйүңларға қайтип кетиңлар; чүнки бу иш Мәндиндур», дегин» — дейилди. Вә улар Пәрвәрдигарниң сөзлиригә қулақ салди, Йәробоамға һуҗум қилиштин янди.
5 Рәһобоам Йерусалимда туратти, вә Йәһудада қорғанлиқ шәһәрләрни салғузған еди.
6 У Бәйт-Ләһәм, Етам, Тәкоа,
7 Бәйт-Зур, Сокоһ, Адуллам,
8 Гат, Марәшаһ, Зиф,
9 Адорайим, Лақиш, Азикаһ,
10 Зораһ, Айҗалон, Һебронни ясатти; буларниң һәммиси қорғанлиқ шәһәрләр болуп, Йәһуда вә Биняминниң зиминида еди.
11 У барлиқ қәлъә-қорғанларни мустәһкәмлиди вә уларда сәрдарларни тайинлиди, запас ашлиқ, май вә шарапларни тәйярлиди.
12 У йәнә һәр қайси шәһәрләрни көплигән қалқан вә нәйзиләр билән қуралландуруп, аламәт мустәһкәмливәтти. Йәһуда билән Бинямин униң тәрипидә туратти.
13 Пүткүл Исраилда туруватқан каһинлар билән Лавийлар қайси жутта болмисун униң тәрипидә туратти.
14 Чүнки Йәробоам билән униң оғуллири Лавийларни чәткә қеқип, уларниң Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуп каһинлиқ өткүзүшини чәклигәнлиги үчүн, улар өзлириниң отлақлири вә мал-мүлкини ташлап Йәһуда зиминға вә Йерусалимға келишкән еди
15 (чүнки Йәробоам «жуқури җайлар»дики хизмәт үчүн «текә илаһлири» вә өзи ясиған мозай мәбудлириниң қуллуғида болушқа өзи үчүн каһинларни тайинлиған еди).
16 Вә бу Лавийларға әгишип, Исраилниң һәммә қәбилилиридин көңлидә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни сеғинип-издәшкә ирадә тиклигәнләр ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн Йерусалимға келишти.
17 Шундақ қилип улар Йәһуда падишалиғиниң күчини ашуруп, Сулайманниң оғли Рәһобоамни үч жил күчләндүрди; чүнки Йәһудадикиләр үч жил Давутниң вә Сулайманниң йолида маңған еди.
18 Рәһобоам Маһалатни әмригә алди. Маһалат Давутниң оғли Йәримотниң қизи; униң аниси Йәссәниң оғли Елиабниң қизи Абиһайил еди.
19 Маһалаттин Рәһобоамға Йәуш, Шемария вә Заһам дегән оғуллар төрәлди.
20 Кейинки вақитларда Рәһобоам йәнә Абшаломниң нәврә қизи Маакаһни әмригә алди; у униңға Абия, Аттай, Зиза вә Шеломитларни туғуп бәрди.
21 Рәһобоам Абшаломниң нәврә қизи Маакаһни әмригә алған барлиқ аяллири вә кенизәклиридин бәкрәк сөйәтти; чүнки у җәмий он сәккиз аял вә атмиш кенизәкни әмригә алған; у җәмий жигирмә сәккиз оғул, атмиш қиз пәрзәнт көргән.
22 Рәһобоам Маакаһдин болған оғли Абияни қериндашлири ичидә һәммидин чоң шаһзадә қилип тиклиди, чүнки у уни падишалиққа варис қилмақчи еди.
23 Рәһобоам ақиланилик билән иш көрүп, оғуллирини Йәһуданиң барлиқ зиминлири вә Биняминниң барлиқ зиминлиридики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштуруп, уларни наһайити көп запас озуқ-түлүк билән тәминлиди; у йәнә уларға нурғун хотун елип бәрди.