27
Йотам Йәһуда үстигә һөкүм сүриду
2Пад.15:32-38
Йотам тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Йәруша болуп, Задокниң қизи еди. У атиси Уззияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди (лекин у Пәрвәрдигарниң муқәддәсханисиға кирмиди). Лекин хәлиқ йәнила бузуқ ишларни қиливәрди.
Пәрвәрдигар өйиниң жуқуриқи дәрвазисини ясатқучи Йотам еди; у йәнә Офәлдики сепилдиму нурғун қурулушларни қилди. У Йәһуданиң тағлиқ районида шәһәрләрни бена қилди, орманлиқлардиму қәлъә-қорғанлар вә күзәт мунарлирини ясатти. У Аммонийларниң падишаси билән уруш қилип уларни йәңди; шу жили Аммонийлар униңға үч талант күмүч, миң тонна буғдай, миң тонна арпа олпан бәрди; Аммонийлар иккинчи вә үчинчи жилиму униңға охшаш олпан елип кәлди. Йотам Худаси Пәрвәрдигар алдида йоллирини тоғра қилғини үчүн қудрәт тапти.
Йотамниң қалған ишлири, җүмлидин қилған җәңлири вә тутқан йоллириниң һәммиси мана «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. У тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. Йотам ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди; оғли Аһаз униң орниға падиша болди.
 
 
27:3 «Офәл» — кона Йерусалимдики бир қисим егиз район еди. 27:5 «үч талант күмүч» — бәлким 3400 килограм күмүч еди. «миң тонна буғдай» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин. «миң тонна арпа» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин. 27:7 «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси» — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур.