3
Ибадәтханини селиш
1Пад. 6:1-38; 7:13-51
Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигар атиси Давутқа аян болған Мория теғида, йәни Йәбусий Орнанниң хаминида, Давут тәйяр қилип қойған йәрдә, Пәрвәрдигарниң өйини селиш ишини башлиди. Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жили, иккинчи айниң иккинчи күни у қурулушни башлиди. Сулайман салған Худаниң өйиниң ули мундақ: — узунлуғи (қедимки заманда қолланған өлчәм бойичә) атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз еди. Өйниң алдидики айванниң узунлуғи жигирмә гәз болуп, өйниң кәңлигигә тоғра келәтти; егизлиги жигирмә гәз еди; у ичини сап алтун билән қаплатти. У өйниң чоң зелиниң тамлирини арча-қариғай тахтайлири билән қаплатти, андин кейин сап алтун қаплатти вә үстигә хорма дәриғиниң шәкли билән зәнҗир нәқишлирини ойдурди. У өйни аламәт чирайлиқ қилип тамлирини йәнә есил таш-яқутлар билән зиннәтләтти. У ишләткән алтунлар пүтүнләй парвайим алтуни еди. У пүтүн өйни, өйниң лимлири, ишик босуға-кешәклири, барлиқ тамлири вә ишиклирини алтун билән қаплиди; у тамға керубларниң нәқишлирини ойдурди. Сулайман йәнә әң муқәддәс җайни ясатти; униң узунлуғи жигирмә гәз болуп (өйниң кәңлиги билән тәң еди), кәңлигиму жигирмә гәз еди; у униң ичини пүтүнләй сап алтун билән қаплатти; алтун җәмий болуп алтә йүз талалнт еди. Алтун миқниң еғирлиғи җәмий әллик шәкәл болди. Балиханилириниң ичиму алтун билән қапланди.
10 Әң муқәддәс җай ичидә у икки керубниң һәйкилини ясап, уларни пүтүнләй алтун билән қаплиди. 11 Икки керубниң қанитиниң узунлуғи җәмий жигирмә гәз еди; бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз болуп, өйниң темиға тегип туратти; иккинчи тәрәптики қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, иккинчи бир керубниң қанитиға йетәтти. 12 Йәнә бир керубниң қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, уму өй темиға тегип туратти; иккинчи бир қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, алдинқи бир керубниң қанитиға йетәтти. 13 Бу икки керубниң қанатлири йейилған һалда болуп, узунлуғи җәмий жигирмә гәз келәтти; иккила керуб өрә турғузулған болуп, йүзлири өйниң ичигә қарайтти.
14 Сулайман йәнә көк рәңлик, сөсүн рәңлик, тоқ қизил вә ақ рәңлик жип тоқулмилиридин вә нәпис канаптин өйниң ичидики пәрдисини ясатти, униң үстигә керубларни кәштә қилип тоқутти.
15 Өйниң алдиға йәнә егизлиги оттуз бәш гәз келидиған икки түврүк ясап қойдурди; һәр түврүкниң бешиниң егизлиги бәш гәз келәтти. 16 У йәнә (ички каламханидикидәк) марҗансиман зәнҗир яситип, түврүк башлири үстигә орнатти; у йүз данә анар яситип уларни зәнҗирләргә орнатти. 17 У бу икки түврүкни өйниң алдиға, бирисини оң тәрипидә, бирисини сол тәрипидә турғузди; у оң тәрәптикисини Яқин, сол тәрәптикисини Боаз дәп атиди.
 
 
3:2 «Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жили, иккинчи ай...» — бу вақит бәлким миладийәдин илгәрки 966-жили, 4-5-айда болуши мүмкин еди. 3:3 «узунлуғи ... атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолиниң җәйнигидин бармақлириниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди. 3:4 «өйниң ... егизлиги жигирмә гәз еди» — кона көчүрмиләрниң көпинчиси мошу йәрдә «бир йүз йигримә гәз еди» дейилиду. Биз мошу йәрдә кона «Сурияк» тәрҗимиси вә грек тилидики бир кона тәрҗимисигә әгишимиз. 3:8 «алтә йүз талалнт» — 600 талант бәлким 18.4 тонна еди. 3:9 «әллик шәкәл» — 50 шәкәл бәлким 600 грам. 3:16 «каламхана» — «әң муқәддәс җай»ниң «каламхана» дәп атилишиниң сәвәви, униңда Худа Муса пәйғәмбәргә тапшурған «әһдә таш тахтилири» (Худаниң калами) селинған «әһдә сандуғи» бар еди; вә униң үстигә бәлким бәзи вақтида, Баш каһин шу «әң муқәддәс җай»ға киргәндә, Худаниң бешарәтлири уларға келиши мүмкин еди. 3:17 «Яқин» ... «Боаз» — «Яқин» дегән сөз «У мустәһкәмләйду» дегән мәнидә; «Боаз» бәлким «күч билән» яки «қудрәттә» дегән мәнидә болуши мүмкин. Икки түврүкниң мәнаси шу чағда «У (Худа) буни (муқәддәс өйини) қудрәт билән мустәһкәмләйду» дегәнлик болиду.