5
Шуниң билән Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи үчүн қилидиған барлиқ қурулушлар тамам болғанда, у атиси Давут Худаға атап беғишлиған нәрсиләрни (йәни күмүч, алтун вә һәммә башқа буюмларни) елип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнилиригә қойдурди.
 
Сулайман әһдә сандуғини ибадәтханиға елип кириду
1Пад. 8:1-66
Шу чағда Сулайман Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»дин, йәни Зиондин йөткәп келиш үчүн Исраил ақсақаллирини, қәбилә бәглирини вә Исраил җәмәтлириниң бәглирини Йерусалимға жиғилишқа чақирди. Буниң үчүн Исраилниң һәммә адәмлири Етаним ейида, йәни йәттинчи айда, бекитилгән һейтта падишаниң қешиға жиғилди Исраилниң һәммә ақсақаллири йетип кәлгәндә Лавийлар әһдә сандуғини көтирип маңди. Улар әһдә сандуғини, җамаәт чедири билән униң ичидики барлиқ муқәддәс буюмларни көтирип елип чиқти. Каһинлар болған Лавийлар мошуларни елип чиқти.
Сулайман падиша вә барлиқ Исраил җамаити әһдә сандуғиниң алдида меңип, көплигидин санини елип болмайдиған сан-санақсиз қой билән калини қурбанлиқ қиливататти. Каһинлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өз җайиға, ибадәтханиниң ички «каламхана»сиға, йәни әң муқәддәс җайға елип кирип керубларниң қанатлириниң астиға қойди. Керубларниң йейилип турған қанити әһдә сандуғиниң орни үстидә болғачқа, әһдә сандуғи билән уни көтирип туридиған балдақларни йепип туратти. Бу балдақлар сандуқниң тутқучлиридин наһайити узун чиқип турғачқа, каламханиниң алдида туруп әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта. 10 Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки тахтайдин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән Һорәбдә әһдә түзгән еди).
11 Каһинлар муқәддәс җайдин чиқишти (шу йәрдә һазир болған барлиқ каһинлар, өз нөвитигә қаримай өзлирини Худаға атап пакизлиған еди; 12 нәғмә-навачи барлиқ Лавийлар, җүмлидин Асаф, Һеман, Йәдутун вә уларниң оғуллири һәм қериндашлири чәкмән тонлирини кийишип, қурбангаһниң шәрқидә туруп чаң, тәмбур вә чилтарлар челишиватқан еди; улар билән биллә канай челиватқан йәнә бир йүз жигирмә каһин бар еди) 13 вә шундақ болдуки, канайчилар билән нәғмә-навачилар һәммиси бирдәк челип, бир аваз билән Пәрвәрдигарға тәшәккүр-һәмдусана ейтиватқанда, йәни канайлар, җаңлар вә һәр хил сазларни челип, жуқури аваз билән «Пәрвәрдигар меһривандур, өзгәрмәс муһәббити әбәдил-әбәтгичидур» дәп Пәрвәрдигарни мәдһийәләватқанда — шу һаман ибадәтхана, йәни Пәрвәрдигарниң өйи бир булут билән толдурулди; 14 каһинлар әшу булут түпәйлидин вәзипилирини өтүшкә туралмайтти, чүнки Пәрвәрдигарниң җуласи Худаниң өйини толдурған еди.
 
 
5:3 «йәттинчи айда бекитилгән һейт» — бу һейт «кәпиләр һейти» (йәнә «чедир һейти» яки «мевә һосул һейти»му дәп атилатти), 7-айниң 15-22 күнлиридә өткүзүлиду («Лав.» 23:34). Исраилниң әрлири униңға Йерусалимда қатнишиши лазим еди. 5:5 «җамаәт чедири» — яки «җамаәт жиғилидиған чедир», йәни «ибадәт чедири». 5:7 «каламхана» — «әң муқәддәс җай»ниң йәнә бир атилишидур. 3:16дики изаһатни көрүң. 5:9 «бүгүнгә қәдәр...» — бу ибарә шуни испатлайдуки, «Тарих-тәзкирә»ниң хатирилириниң көпинчиси ибадәтхана техи өз җайида турған вақтида, сүргүн болуштин илгири йезилған (36-бап, 11-23-айәтләрни бәлким кейинки бир хатиричи қошуп язған). 5:10 «Һорәб теғи» — Синай теғиниң башқа бир исмидур. 5:11 «Каһинлар... өзлирини Худаға атап пакизлиған еди» — мошу «пакизлаш» Тәвраттики таһарәт бәлгүлимиләргә әмәл қилиштин ибарәт еди (мәсилән, «Лав.» 21-бап, 22:1-9ни көрүң).