13
Һөкүмәт алдидики мәсъулийитимиз
1 Һәммә адәм өзлирини идарә қилғучи һоқуқ егилиригә бойсунсун. Чүнки Худа тиклимигән һөкүмәт йоқ; қайси һоқуқ-һөкүмәт мәвҗут болсила Худа тәрипидин тикләнгәндур.
2 Шуниң үчүн, һоқуқ-һөкүмәткә қаршилиқ қилғучи киши Худаниң орунлаштурушиға қаршилиқ қилған болиду. Қаршилиқ қилғучилар сораққа тартилиду
3 (чүнки һөкүмранлар яхшилиқ қилғучиларға әмәс, бәлки яманлиқ қилғучиларға қорқунуч кәлтүриду). Һөкүмранлардин қорқушни халимаймән десәң, ундақта яхши әмәл қил. У чағда һөкүмәт тәрипидидин тәриплинисән.
4 Чүнки һөкүмранлар сениң мәнпәитиң үчүн Худаниң хизмәтчисидур. Лекин яманлиқ қилсаң, униңдин қорқушуң керәк! Һөкүмран қилични бекарға есивалмайду, у яманлиқ қилғучиға Худаниң ғәзивини көрситидиған җаза бәргүчи сүпитидә Худаниң хизмәтчисидур.
5 Шуниң үчүн, һөкүмранларға бойсунуш керәк. Бу, пәқәт җазалиништин сақлиниш үчүнла әмәс, бәлки пак виҗданлиқ болуш үчүндур.
6 Мошу сәвәптинму баҗ тапшуруңлар; һөкүмранлар болса, Худаниң мәхсус бу ишларни башқурушқа бекиткән хизмәткарлиридур.
7 Һәр кимгә өз тегишлик һәққини төләңлар; ғәллә-парақ тапшурувалғучиға ғәллә-парақни, баҗ жиққучиларға баҗни тапшуруңлар; еһтирамға тегишлик болғанларға еһтирам қилиңлар, һөрмәт қилишқа тегишлик болғанни һөрмәт қилиңлар.
Башқилар алдидики мәсъулийитимиз
8 Бир-бириңларни сөйүштин башқа, һеч кимгә һеч нәрсидин қәриздар болмаңлар. Чүнки башқиларни сөйгән киши Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурған болиду.
9 Чүнки «зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, нәпсанийәтчилик қилма» дегән пәрһизләр вә булардин башқа һәр қандақ пәрзләрму, «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бу әмиргә жиғинчақланған.
10 Меһир-муһәббәткә берилгән киши өз йеқиниға һеч қандақ яманлиқ жүргүзмәйду; шуниң үчүн, меһир-муһәббәт Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурғучидур.
11 Һазирқи вақитниң җиддийлиғини билип, шуларни қилиңлар. Чүнки биз үчүн аллиқачан уйқидин ойғиниш вақит-саити йетип кәлди. Чүнки дәсләпки етиқат қилған вақтимизға нисбәтән ниҗатимиз техиму йеқинлап қалди.
12 Кечә өтүшкә аз қалди, күндүз йеқинлашти. Шуңа, қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқлуқниң қурал-ярақлирини кийәйли.
13 Күндүзгә мувапиқ диянәтлик һаят кәчүрәйли, әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, зина вә кәйп-сапаға, җедәл-маҗира вә һәсәтхорлуққа берилмәйли;
14 әксичә өзүңларға Рәб Әйса Мәсиһни кийивелиңлар вә гунакар әттики арзу-һәвәсләрни қандақ қандурушни һеч ойлимаңлар.