16
Павлусниң ахирқи саламлири
1 Кәнхриа шәһиридики җамаәтниң хизмәтчиси сиңлимиз Фибини силәргә тәвсийә қилип тонуштуримән;
2 уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр, униң һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған.
3 Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр
4 (улар мени дәп өз һаятиниң хейим-хәтиригә қаримиди. Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур).
5 Уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәткиму салам ейтқайсиләр.
Асия өлкисидин Мәсиһкә етиқатта әң дәсләпки мевә болуп чиққан, сөйүмлүгүм Епәниткә салам ейтқайсиләр.
6 Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрйәмгә салам ейтқайсиләр.
7 Мән билән зиндандаш болған, Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юняға салам ейтқайсиләр. Улар мәндин авал Мәсиһтә болған болуп, расуллар арисидиму абройлуқтур.
8 Рәббимиздә болған сөйүмлүгүм Амплиятқа салам ейтқайсиләр.
9 Биз биргә ишлигән Мәсиһтә болған хизмәтдишимиз Урбанус вә сөйүмлүгүм Стахусларға салам ейтқайсиләр.
10 Синақлардин өткән, Мәсиһтә садиқ испатлинип кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулусниң аилисидикиләргә салам ейтқайсиләр.
11 Йәһудий қериндишим Һеродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәбдә болғанларға салам ейтқайсиләр.
12 Рәбниң хизмитидә җапа тартиватқан Трифена вә Трифоса ханимға салам ейтқайсиләр. Рәбниң хизмитидә нурғун җапа тартқан сөйүмлүк сиңлим Пәрсисқа салам ейтқайсиләр.
13 Рәбдә талланған Руфусқа вә униң маңиму ана болған анисиға салам ейтқайсиләр.
14 Асинкритус, Филигон, Һәрмис, Патробас, Һермас вә уларниң йенидики қериндашларға салам ейтқайсиләр.
15 Филологус вә Юляға, Нериус вә сиңлисиға, Олимпас вә уларниң йенидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр.
16 Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар. Мәсиһниң һәммә җамаәтлиридин силәргә салам!
Ахирқи несиһәт
17 Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә қарши чиққан, араңларда ихтилапларни пәйда қилидиған вә адәмни етиқат йолидин тейилдуридиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин нери болуңлар.
18 Бундақ кишиләр Рәббимиз Мәсиһкә әмәс, бәлки өз қарниға қул болиду; улар силиқ-сипайә гәпләр вә хушамәт сөзлири билән саддиларниң қәлбини аздуриду.
19 Силәрниң Рәбкә болған итаәтмәнлигиңлардин һәммәйлән хәвәр тапти. Шуңа әһвалиңлардин шатлинимән; шундақтиму, яхши ишлар җәһәттә ақил болушуңларни, яман ишларға нисбәтән надан болушуңларни халаймән.
20 Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа узун өтмәй Шәйтанни аяқ астиңларда йәнҗийду.
Рәббимиз Әйсаниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!
21 Хизмәтдишим Тимотий, Йәһудий қериндашлирим Лукюс, Ясон вә Соспатирлардин силәргә салам.
22 (ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән).
23 Маңа вә өйидә дайим жиғилидиған пүтүн җамаәткә саһибханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ерастус силәргә салам йоллайду, қериндишимиз Кувартусму шундақ.
24 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай! Амин!
Дуа вә мәдһийә
25 Узун заманлардин буян сүкүттә сақлинип кәлгән сирниң вәһий қилиниши бойичә, мениң арқилиқ йәткүзүлгән бу хуш хәвәр, йәни Әйса Мәсиһниң җакалиниши билән силәрни мустәһкәмләшкә қадир Болғучиға шан-шәрәп болғай!
26 Сир болса инсанларни етиқаттики итаәтмәнлик йолиға елип бериш үчүн, мәңгү һаят Худаниң әмригә бенаән һәм беваситә һәм бурунқи пәйғәмбәрләрниң йезип қалдурғанлири арқилиқ, һазир барлиқ әлләргә вәһий қилинди;
27 шундақ қилған бирдин-бир дана Болғучи Худаға Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт болғай! Амин!