12
Аял, оғул бала вә әҗдиһа
У чағда, әрштә әҗайип бир карамәт пәйда болди — у қуяшни йепинчақлиған, путлириниң астида ай, бешида он икки юлтузлуқ таҗ бар бир аял еди. У һамилдар болуп, толғақ йәп туғуш азавида дад-пәряд көтәрди.
Андин әрштә йәнә бир аламәт көрүнди — мана, йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, йәттә бешида йәттә таҗ бар болған чоң бир қизил әҗдиһа туратти. У қуйруғи билән асмандики юлтузларниң үчтин бирини сүпүрүп, уларни йәр йүзигә чөрүвәтти. Әҗидиһа туғай дәп қалған аял йәңгигән һаман униң балисини ялмап жутувәтмәкчи болуп униң алдида турди. Аял бир бала, йәни пүтүн әлләрни төмүр һасиси билән падичидәк бақидиған бир оғул туғди. Бала болса Худаниң вә Униң тәхтиниң алдиға ғаччидә елип чиқилди. Аял чөлгә қачти; у йәрдә униң 1260 күн беқилиши үчүн униңға Худа тәрипидин һазирлап қоюлған бир җай бар еди.
Андин әрштә җәң болди. Баш пәриштә Микаил вә униң пәриштилири әҗдиһа билән җәң қилғили турди; әҗдиһаму өз пәриштилири билән уларға етилди. Лекин у үстүнлүк қазиналмиди, униңға вә пәриштилиригә әрштә турушқа орун қалмиди. Шуниң билән зор әҗдиһа, йәни Иблис вә Шәйтан дәп аталған, пүтүн җаһанни аздурғучи һелиқи қедимий илан йәр йүзигә ташланди. Униң пәриштилириму униң билән тәң ташланди.
10 Андин мән әрштә жуқури бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: —
 
«Кәлди Худайимизниң ниҗатлиғи, қудрити, падишалиғи вә Униң Мәсиһиниң һоқуқи!
Чүнки қериндашлиримизниң үстидин Худайимизниң алдида кечә-күндүз шикайәт қилип турған шикайәт қилғучи әрштин ташливетилди;
11 қериндашлар униң үстидин Қозиниң қени вә уларниң гувалиқ сөзи билән ғалип кәлди;
Улар һәтта өлүмни көзигә илмай өз җенини әзиз көрмиди.
12 Шуниң үчүн, шатлиниңлар, әй әршләр вә уларда туруватқалар!
Лекин һалиңларға вай, әй йәр вә деңизлар!
Чүнки Иблис үстүңларға чүшти;
Вақтиниң аз қалғанлиғини билгәч,
Ғәзәп-қәһри билән кәлди!».
13 Әҗдиһа өзиниң йәр йүзигә ташланғанлиғини көрүп, оғул балини туққан аялни қоғлашқа башлиди. 14 Аялниң иланниң йүзидин далдилиниши, чөлдә өзи үчүн һазирланған маканиға берипбир мәзгил, икки мәзгил вә йерим мәзгил беқилсун дәп шу йәргә учуп кетиши үчүн, униңға йоған бир бүркүтниң икки қанити берилди.   15 Андин илан аялниң арқисидин ағзи билән дәриядәк су пүркүп, уни сәл билән еқитип йоқатмақчи болди. 16 Лекин зимин аялға ярдәм қилип, ағзини ечип, әҗдиһа ағзидин пүркүп чиқарған дәрияни жутувәтти. 17 Буниң билән әҗдиһаниң аялға қаттиқ ғәзиви келип, униң қалған нәсли, йәни Худаниң әмирлиригә әмәл қилип, Әйсаниң гувалиқини тутқан пәрзәнтлири билән җәң қилғили кәтти; у деңиз саһили үстидә туратти.
 
 
12:2 «У (аял) һамилдар болуп, толғақ йәп туғуш азавида дад-пәряд көтәрди...» — аял тоғрилиқ үч пикир бар; у яки (1) җамаәтни; яки (2) бүви Мәрйәм; яки (3) Исраилни билдүриду. Бизниң униң Исраилни билдүридиғанлиғиға қилчә гуманимиз йоқ. Һәзрити Йүсүпниң Тәврат, «Яритилиш» 37-бапта хатириләнгән чүшини көрүң. «Аял» җамаәт болуши мүмкин әмәс, чүнки «аял» Мәсиһни туғиду (5-айәт). 12:17ниму көрүң. 12:4 «У (әҗдиһа) қуйруғи билән асмандики юлтузларниң үчтин бирини сүпүрүп, уларни йәр йүзигә чөрүвәтти...» — бу вәһий бизниңчә Шәйтанниң әслидә әрштә Худаға қарши көтәргән исянини көрситиду. Бундақ шәрһ тоғра болса, пәриштиләрниң үчтин бири исянға қошулуп һазирқи җинлар болуп чиққан. 12:5 Зәб. 2:9; Вәһ. 2:27. 12:6 Вәһ. 11:3. 12:7 «Баш пәриштә Микаил» — баш пәриштә Микаилниң Исраил хәлқини қоғдаш үчүн алаһидә мәсъулийити бар («Дан.» 10:13, 21, 12:1 вә «Йәһ.» 9ни көрүң). 12:8 Дан. 2:35. 12:9 Луқа 10:18; Вәһ. 20:2. 12:12 Зәб. 95:11; Йәш. 49:13; Вәһ. 8:13. 12:14 «бир мәзгил, икки мәзгил, вә йерим мәзгил» — 1260 күн, тәхминән үч йерим жил. «Дан.» 7:25, 12:7ни, изаһатлири вә «Даниял»дики «қошумчә сөз»ниму көрүң. 12:14 Вәһ. 2:6. 12:17 «Әйсаниң гувалиқини тутқан пәрзәнтлири» — яки Әйса тоғрилиқ гувалиқ беридиғанлар, яки У Өзи бәргән гувалиқни чиң тутқанларни көрситиду. Бизниңчә авалқиси тоғра.