2
Әфәсустики җамаәткә йезилған хәт
1 — Әфәсустики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин:
«Оң қолида йәттә юлтузни тутуп, йәттә алтун чирақданниң оттурисида Маңғучи мундақ дәйду:
2 — Сениң әҗир-әмәллириңни, тартқан җапалириңни һәм сәвир-тақитиңни, рәзил адәмләрниң қилмишлириға чидап туралмайдиғанлиғиңни, шундақла расул болмисиму өзлирини расул дәп ативалғанларни синап, уларниң ялғанчи болғанлиғини тонуғанлиғиңниму билимән.
3 Шундақ, сениң сәвир-тақәт қиливатқанлиғиңни, Мениң намим вәҗидин җапа-мушәққәткә бәрдашлиқ бәргәнлигиңни амма еринмигәнлигиңни билимән.
4 Лекин саңа шу бир етиразим барки, сән өзүңдики дәсләпки меһир-муһәббәттин ваз кәчтиң.
5 Шуңа қайси һаләттин жиқилип чүшкәнлигиңни есиңгә елип товва қилғин, авалқи әмәлләрни қайта қилғин. Болмиса йениңға келимән вә товва қилмисаң чирақдениңни җайидин йөткиветимән.
6 Бирақ, сениң шу артуқчилиғиң барки, Мән Өзүм нәпрәтлинидиған Николас тәрәпдарлириниң қилмишлиридин сәнму нәпрәтлинисән.
7 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучиларни Худаниң җәннитиниң оттурисидики һаятлиқ дәриғиниң мевилиридин йейишкә муйәссәр қилимән».
Измирдики җамаәткә йезилған хәт
8 — Измирдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: —
«Авалқиси вә Ахирқиси, өлгән вә Тирилгүчи мундақ дәйду:
9 — Сениң азап-оқубәтлириңни вә намратлиғиңни билимән (лекин сән бай!), Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәвалған, Шәйтанниң бир синагоги болғанларниң төһмәтлириниму билимән.
10 Алдиңда чекидиған азап-оқубәтләрдин қорқма. Мана, Иблис араңлардин бәзилириңларни синилишиңлар үчүн йеқинда зинданға ташлитиду. Силәр он күн қийнилисиләр. Таки өлгичә садиқ болғин, Мән саңа һаятлиқ таҗини кийдүримән.
11 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучилар иккинчи өлүмниң зийиниға һәргиз учримайду!».
Пәргамумдики җамаәткә йезилған хәт
12 — Пәргамумдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: —
«Икки бислиқ өткүр қиличи бар Болғучи мундақ дәйду:
13 — Мән сән олтарған йәрни, йәни Шәйтанниң тәхти болған җайни билимән. Шундақтиму, сән Мениң намимни чиң тутуп, һәтта садиқ гувачим Антипас маканиңда, йәни Шәйтан турған җайда қәтл қилинған күнләрдиму, Маңа қилған етиқатиңдин тенип кәтмидиң.
14 Лекин саңа шу бир нәччә етиразим барки, араңларда Балаамниң тәлимигә әгәшкәнләрдин бәзиләр болмақта — Балаам болса Балаққа Исраилларни бутқа атап қурбанлиқ қилинған гөшни йейиш вә җинсий бузуқлуқ қилишқа аздурушни үгәткән еди.
15 Шуниңға охшаш, силәрниң араңларда Николас тәрәпдарлириниң тәлимини тутқанларму бар.
16 Шуниң үчүн, товва қил! Ундақ қилмисаң, йениңға тез арида берип, ағзимдики қиличим билән шуларға һуҗум қилимән.
17 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучилар болса йошуруп қойған маннадин беримән вә һәр биригә бирдин ақ таш беримән. Таш үстидә йеңи бир исим пүтүклүк болиду, шу исимни уни қобул қилған кишидин башқа һеч ким билмәйду».
Тиятирадики җамаәткә йезилған хәт
18 — Тиятирадики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: —
«Көзлири ялқунлиған отқа вә путлири пақирақ тучқа охшайдиған Худаниң Оғли мундақ дәйду:
19 — Сениң әмәллириңни, меһир-муһәббитиңни, етиқатиңни, әҗир-хизмитиңни вә сәвир-тақитиңни, шундақла һазирқи әмәллириңниң авалқидин ешип чүшүватқанлиғиниму билимән.
20 Лекин, саңа шу бир етиразим барки, өзини пәйғәмбәр дәп ативалған әшу хотун Йизәбәлгә йол қоюватисән. У хотун қул-хизмәткарлиримға тәлим берип, уларни җинсий бузуқлуқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта.
21 Мән униңға товва қилғидәк вақит бәргән едим, лекин у өз бузуқлуғиға товва қилишни халимайду.
22 Әнди мана, Мән уни еғир кесәл орниға ташлап ятқузимән вә униң билән зина қилғанлар қилмишлириға товва қилмиса, уларниму еғир азапқа чөмдүримән.
23 Униң пәрзәнтлириниму әҗәллик кесәл билән уримән. Шу чағда, барлиқ җамаәтләр нийәт-нишанларни вә қәлбләрни күзитип тәкшүргүчиниң Өзүм екәнлигимни, шундақла Мениң һәр бириңларға қилған әмәлийитиңларға яриша яндуридиғанлиғимни билиду.
24-25 Лекин, Тиятирадики қалғанларға, йәни бу тәлимни қобул қилмиғанлар (уларниң пикри бойичә, Шәйтанниң аталмиш «чоңқур сирлири»ни үгәнмигәнләр), йәни силәргә шуни ейтимәнки: Өзүңларда бар болғанни Мән кәлгичә чиң тутуңлар. Үстүңларға буниңдин башқа жүкни артмаймән.
26 Ғәлибә қилғучиларға, йәни әмәллиримни ахирғичә чиң тутқан кишиләргә болса, уларға пүткүл әлләргә һаким болуш һоқуқини беримән.
27 Мана бу Атам Маңа бәргән һоқуққа охшаш һоқуқтур: —
«У уларни төмүр калтәк билән падичидәк башқуруп, сапал қачиларни уруп чаққандәк тар мар қилиду».
28 Мән униңға таң юлтузиниму ата қилимән.
29 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»