7
Мөһүрләнгән 144000 киши
1 Униңдин кейин мән көрдүмки, төрт пәриштә йәр йүзиниң төрт булуңида туратти. Улар һәр қандақ шамалниң қуруқлуқ, деңиз һәм дәл-дәрәқләргә урулмаслиғи үчүн йәр йүзиниң төрт тәрипидин чиқидиған шамални тизгинләп туратти. 2 Мән һаят Худаниң мөһүрини алған, күн чиқиштин көтириливатқан башқа бир пәриштини көрдүм. У қаттиқ аваз билән қуруқлуқ вә деңизларни вәйран қилиш һоқуқи берилгән әшу төрт пәриштигә: 3 «Биз Худаниң қул-хизмәткарлириниң пешанисигә мөһүр басқичә, қуруқлуқ, деңиз вә дәл-дәрәқләрни вәйран қилмаңлар!» дәп товлиди. 4 Мән мөһүрләнгәнләрниң санини аңлидим — Исраилларниң һәр қайси қәбилилиридин бир йүз қириқ төрт миң киши, йәни: — ◘
 
5 Йәһуда қәбилисидин он икки миң киши,
Рубән қәбилисидин он икки миң киши,
Гад қәбилисидин он икки миң киши,
6 Ашир қәбилисидин он икки миң киши,
Нафтали қәбилисидин он икки миң киши,
Манассәһ қәбилисидин он икки миң киши,
7 Шимеон қәбилисидин он икки миң киши,
Лавий қәбилисидин он икки миң киши,
Иссакар қәбилисидин он икки миң киши,
8 Зәбулун қәбилисидин он икки миң киши,
Йүсүп қәбилисидин он икки миң киши,
Бинямин қәбилисидин он икки миң киши мөһүрләнгән еди. ◼
 
Ниҗатни тапқан зор бир туп халайиқ
9 Бу ишлардин кейин көрдүмки, мана һәр әл, һәр қәбилә, һәр милләттин болған, һәр хил тилларда сөзлишидиған сан-санақсиз зор бир топ халайиқ тәхтниң вә Қозиниң алдида туратти; уларниң һәммисигә ақ тон кийдүрүлгән болуп, қоллирида хорма шахлири тутқан еди. 10 Улар жуқури аваз билән: —
«Ниҗат тәхттә олтарғучи Худайимизға вә Қозиға мәнсуп болғай!» дәп вақиришатти. ◼
11 Барлиқ пәриштиләр тәхтниң, ақсақалларниң вә төрт һаят мәхлуқниң әтрапиға олашқан еди. Улар тәхтниң алдида жиқилип, Худаға сәҗдә қилип мундақ дейишәтти: —
 
12 «Амин! Һәмд-мәдһийә, шан-шәрәп,
Даналиқ вә тәшәккүр,
Һөрмәт вә күч-қудрәт
Худайимизға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай, амин!»
 
13 Әнди ақсақаллардин бири мәндин:
— Бу ақ тон кийдүрүлгән кишиләр ким болиду, қәйәрдин кәлди? — дәп сориди.
14 — Тәхсир, бу өзлиригә мәлумдур, — дедим.
У маңа:
— Булар дәһшәтлик азап-оқубәтни бешидин өткүзүп кәлгәнләр. Улар тонлирини Қозиниң қенида жуюп аппақ қилған. 15 Шуңа улар Худаниң тәхтиниң алдида туруп, ибадәтханисида кечә-күндүз Униң хизмитидә болиду; тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә чедирини сайивән қилиду. ◼ 16 Улар йәнә һеч ач қалмайду, һеч уссимайду, уларға нә аптап, нә пижиғирим иссиқ һеч урмайду. ◘ 17 Чүнки уларни тәхтниң оттурисидики Қоза бақиду вә һаятлиқ сүйи булақлириға елип бариду; вә Худа уларниң һәр бир көз йешини сүртиду, — деди. ◼  ◘
 
 
◘ 7:4 Вәһ. 14:1. ◼ 7:8 «...Зәбулун қәбилисидин он икки миң киши, Йүсүп қәбилисидин он икки миң киши, Бинямин қәбилисидин он икки миң киши мөһүрләнгән еди» — он қәбилидин Дан қәбилиси кам еди; Йүсүпниң қәбилиси икки бөләккә (Йүсүпниң вә Манассәһниң)гә бөлүнди. ◼ 7:10 «Ниҗат тәхттә олтарғучи Худайимизға вә Қозиға мәнсуп болғай!» — «Ниҗат... Қозиға болғай!» дегән ибарә болса Худа вә Қоза инсанларға ата қилған ниҗатниң мевиси болған шан-шәрәп, нам-шөһрәт вә һәмдусаналарниң һәммси һеч немә қалдурмай Худа вә Қозиға қайтуруп келинсун, дегәндәк мәнада. ◼ 7:15 «тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә чедирини сайивән қилиду» — грек тилида «тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә Өз чедирини йейип бериду». ◘ 7:16 Йәш. 49:10. ◼ 7:17 «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 5:5-6, 25:8. ◘ 7:17 Йәш. 5:5-6; 25:8; Зәб. 22:1; Вәһ. 21:4.