21
Гибеонлуқлар қисас сорайду
Амма Давутниң күнлиридә уда үч жил ачарчилиқ болди. Давут униң тоғрилиқ Пәрвәрдигардин сориди. Пәрвәрдигар униңға: Ачарчилиқ Саул вә униң қанхор җәмәтидикиләр сәвәвидин, йәни униң Гибеонлуқларни қирғин қилғинидин болди, деди.
Падиша Гибеонлуқларни чақирип, улар билән сөзләшти (Гибеонлуқлар Исраиллардин әмәс еди, бәлки Аморийларниң бир қалдиси еди. Исраил әслидә улар билән әһдә қилип қәсәм ичкән еди; лекин Саул Исраил вә Йәһудаларға болған қизғинлиғи билән уларни өлтүрүшкә интилгән еди).  
Давут Гибеонлуқларға: Силәргә немә қилип берәй? Мән қандақ қилип бу гунани кафарәт қилип япсам, андин силәр Пәрвәрдигарниң мирасиға бәхит-бәрикәт тиләләйсиләр? — деди.
Гибеонлуқлар униңға: Бизниң Саул вә униң җәмәтидикиләрдин алтун-күмүч сораш һәққимиз йоқ, вә бизниң сәвәвимиздин Исраилдин бир адәмниму өлүмгә мәһкүм қилдуруш һәққимиз йоқ, деди. Давут: Силәр немә десәңлар, мән шундақ қилай, деди.
Улар падишаға: Бурун бизни йоқатмақчи болған, бизни Исраилниң барлиқ пасиллири ичидә турғидәк йери қалмисун дәп, бизни һалак қилишқа қәстлигән һелиқи кишиниң, һазир униң әркәк нәслидин йәттиси бизгә тапшуруп берилсун, биз Пәрвәрдигарниң таллиғини болған Саулниң Гибеаһ шәһиридә, Пәрвәрдигарниң алдида уларни өлтүрүп, есип қояйли, деди. Падишаһ: — Мән силәргә чоқум тапшуруп беримән, деди.
Лекин Давут билән Саулниң оғли Йонатанниң Пәрвәрдигар алдида ичишкән қәсими вәҗидин падиша Саулниң нәвриси, Йонатанниң оғли Мәфибошәтни айиди.
Падиша Аяһниң қизи Ризпаһниң Саулға туғуп бәргән икки оғли Армони вә Мәфибошәтни вә Саулниң қизи Миқал Мәһолатлиқ Барзиллайниң оғли Адриәл үчүн беқивалған бәш оғулни тутуп, Гибеонлуқларниң қолиға тапшурди. Булар уларни дөңдә Пәрвәрдигарниң алдида есип қойди. Бу йәттәйлән бир күндә өлтүрүлди; улар өлтүрүлгәндә арпа ормиси алдидики күнләр еди.
10  Андин Аяһниң қизи Ризпаһ бөз рәхтни елип, қорам үстигә йейип салди. У орма башланғандин тартип асмандин ямғур чүшкән вақитқичә, у йәрдә олтирип күндүзи қушларниң җәсәтләрниң үстигә қонушиға, кечиси житқучларниң уларни дәссәп чәйлишигә йол қоймиди.
11  Бириси Саулниң кенизиги, Аяһниң қизи Ризпаһниң қилғанлирини Давутқа ейтти.
12  Шуниң билән Давут Ябәш-Гилеадтикиләрниң қешиға берип, у йәрдин Саулниң вә униң оғли Йонатанниң сүйәклирини елип кәлди (Филистийләр Гилбоада Саулни өлтүргән күнидә уларниң җәсәтлирини Бәйт-Шандики мәйданда есип қойған еди; Ябәш-Гилеадтикиләр әслидә буларни шу йәрдин оғрилиқчә елип кәткән еди). 13  Давут Саул билән униң оғли Йонатанниң сүйәклирини шу йәрдин елип кәлди; улар есип өлтүрүлгән йәттәйләнниң сүйәклириниму жиғип қойди, 14  андин шуларни Саул билән оғли Йонатанниң сүйәклири билән Бинямин зиминидики Зелада, атиси кишниң қәбридә дәпнә қилди. Улар падиша әмир қилғандәк қилди. Андин Худа хәлиқниң зимин тоғрилиқ дуалирини иҗабәт қилди.
 
Филистийлә билән қайта җәң қилиш
1Тар. 20:4-8
15  Филистийләр билән Исраилниң оттурсида йәнә җәң болди, Давут өз адәмлири билән чүшүп, Филистийләр билән соқушти. Амма Давут толиму чарчап кәтти; 16  Рафаһниң әвлатлиридин болған Ишби-Биноб Давутни өлтүрмәкчи еди; униң мис нәйзисиниң еғирлиғи үч йүз шәкәл еди; униңға йәнә йеңи савут бағлақлиқ еди. 17  Лекин Зәруияниң оғли Абишай униңға ярдәмгә келип Филистийни қиличлап өлтүрди. Шу күни Давутниң адәмлири униңға қәсәм қилип: Сән йәнә биз билән җәңгә чиқмиғин! Болмиса Исраилниң чириғи өчүп қалиду, — деди.
18  Бу иштин кейин шундақ болдики, Гобта Филистийләр билән йәнә җәң болди; у вақитта Һушатлиқ Сиббикай Рафаһниң әвладидин болған Сафни өлтүрди.
19  Гобта йәнә бир қетим Филистийләр билән җәң болди; у чағда Бәйт-Ләһәмлик Яирниң оғли Әл-Һанан Гатлиқ Голиятниң инисини өлтүрди. Униң нәйзисиниң сепи бапкарниң хадисидәк еди.
20  Йәнә бир җәң Гатта болди; у йәрдә егиз бойлуқ бир адәм бар еди, қоллириниң алтидин бармақлири, путлириниң алтидин бармақлири болуп җәмий жигирмә төрт бармиғи бар еди. У һәм Рафаһниң әвлади еди. 21  У Исраилларниң алдида туруп уларни мазақ қилди; лекин Давутниң акиси Шимияниң оғли Йонатан уни өлтүрди.
22  Бу төрт киши Гатлиқ Рафаһниң әвлади болуп, һәммиси Давутниң қолида яки униң хизмәткарлириниң қолида өлтүрүлди.
 
 
21:1 «Амма Давутниң күнлиридә уда үч жил ачарчилиқ болди...» — 21-24-баплар бәлким тарихқа қошулған қошумчә сөз болуп, «Самуил (2)»дики жиллар арилиғида йүз бәргән башқа муһим ишларни тәсвирләйду. 21:2 «Исраил әслидә улар билән әһдә қилип қәсәм ичкән еди» —Бу иш «Йәшуа» 9-бапта хатириләнгән. 21:2 Йә. 9:19 21:3 «... Андин силәр Пәрвәрдигарниң мирасиға бәхит-бәрикәт тиләләйсиләр» — демәк, уларниң Исраилға болған бу адивити түгәйду. 21:7 1Сам. 18:3; 20:15, 42; 23:18 21:8 «Саулниң қизи Миқал Мәһолатлиқ Барзиллайниң оғли Адриәл үчүн беқивалған бәш оғул...» — Миқал бәлким һәдиси Мәрабниң бу бәш оғлини беқивалған (6:23ни, «1Сам.» 18:19ни көрүң). Бәзи кона көчүрмиләрдә «Мәрабниң Мәһолатлиқ Барзиллайниң оғли Адриәл үчүн туғуп бәргән бәш оғлини» дейилиду. 21:12 1Сам. 31:10-13 21:14 «Андин Худа хәлиқниң зимин тоғрилиқ дуалирини иҗабәт қилди» — «зимин тоғрилиқ дуалири» — демәк, қәһәтчиликниң түгитилиши үчүн. 21:16 «Рафаһниң әвлатлиридин болған Ишби-Биноб» — «Рафаһниң әвлатлири» һәммиси дегидәк йоған адәмләр еди (18, 20, 22ни көрүң). «униң мис нәйзисиниң еғирлиғи» — яки «униң нәйзиниң мис бешиниң еғирлиғи». «300 шәкәл» — бәлким 3.5 килограм еди. «униңға йәнә йеңи савут бағлақлиқ еди» — яки, «униңға йәнә йеңи бир қурали бар еди». 21:17 Пәнд. 13:9 21:18 1Тар. 20:4 21:19 «Бәйт-Ләһәмлик Яир» — бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Яир» «Яир-Оригим» дәп атилиду. «Голиятниң иниси» — бәзи кона көчүрмиләрдә пәқәт «Голият» дейилиду.