5
Шуламит Сулайманға җавап бериду
1 «Мән өз беғимға кирдим,
Мениң сиңлим, мениң җөрәм;
Мурмәккәмни тетитқулирим билән жиғдим,
Һәрә көнигимни һәсилим билән йедим;
Шарабимни сүтлирим билән ичтим».
«Достлирим, йәңлар!
Ичиңлар, көңлүңләр халиғанчә ичиңлар, и ашиқ-мәшуқлар!»
Иккинчи қисим {5:2-8:14} •••• Әр-аяллиқ муһәббәттики яхшилинишлар — муһәббәтниң йеңи ипадилири •••• Төртинчи хатирә — Муһәббәтни рәт қилиш тоғрисидики бир чүш — у тоғрилиқ ойлинишлар {5:2-6:9} •••• Сәккизинчи ойлиниш — Шуламитни басқан қорқунучлуқ чүш {5:2-6:3} •••• Шуламит сөз қилиду — уни қара басиду
2 «Мән ухлавататтим, бирақ көңлүм ойғақ еди: —
— Сөйүмлүгүмниң авази!
Мана, у ишикни қеқиватиду: —
— «Маңа ечип бәр, и сиңлим, и амриғим;
Мениң пахтиким, мениң ғубарсизим;
Чүнки бешим шәбнәм билән,
Чачлирим кечидики нәмлик билән һөл-һөл болуп кәтти!»
3 «Мән төшәк кийимлиримни селивәткән,
Қандақму уни йәнә кийивалай?
Мән путлиримни жуйдум,
Қандақму уларни йәнә булғай?»
4 Сөйүмлүгүм қолини ишик төшүгидин тиқти;
Мениң ич-бағрилирим униңға тәлмүрүп кәтти;
5 Сөйүмлүгүмгә ечишқа қоптум;
Қоллиримдин мурмәкки,
Бармақлиримдин суюқ мурмәкки темиди,
Тақақниң тутқучлири үстигә темиди;
6 Сөйүмлүгүмгә ачтим;
Бирақ сөйүмлүгүм бурулуп, кетип қалған еди.
У сөз қилғанда роһум чиқип кәткән еди;
Уни издидим, бирақ тапалмидим;
Уни чақирдим, бирақ у җавап бәрмиди;
7 Шәһәрни айлинидиған җесәкчиләр мени учритип мени урди, мени яриландурди;
Сепиллардики күзәтчиләр чүмпәрдәмни мәндин тартивалди.
8 И Йерусалим қизлири, сөйүмлүгүмни тапсаңлар,
Униңға немә дәйсиләр?
Униңға, сөйгиниң: «Мән муһәббәттин зәиплишип кәттим! — деди, дәңлар».
Йерусалим қизлири Шуламитқа сөз қилиду
9 «Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар,
И, аяллар арисидики әң гүзили?
Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар? —
Сән бизгә шундақ тапилиғанғу?».
{Шуламит җавап бериду}
10 «Мениң сөйүмлүгүм аппақ вә пақирақ, жүрәклик әзимәт,
Он миң арисида туғдәк көрүнәрликтур;
11 Униң беши сап алтундиндур,
Будур чачлири атниң яйлидәк,
Тағ қарғисидәк қара.
12 Униң көзлири еқинлар бойидики пахтәкләрдәк,
Сүт билән жуюлған,
Яришиқида қоюлған;
13 Униң мәңизлири бир тәштәк пурақлиқ өсүмлүктәктур;
Айниған йеқимлиқ гүллүктәк;
Униң ләвлири нилупәр,
Улар суюқ мурмәккини темитиду;
14 Униң қоллири алтун турубилар,
Ичигә берил яқутлар қуюлған.
Қосиғи нәқишлик пил чишлиридин ясалған,
Көк яқутлар билән безәлгән.
15 Униң путлири мәрмәр түврүкләр,
Алтун үстигә тикләнгән.
Униң салапити Ливанниңкидәк,
Кедир дәрәқлиридәк көркәм-һәйвәтликтур.
16 Униң ағзи бәкму шериндур;
Бәрһәқ, у пүтүнләй гөзәлдур;
Бу мениң сөйүмлүгүм, —
Бәрһәқ, бу мениң амриғим,
И Йерусалим қизлири!»