2
Җамаәтниң биринчи вәзиписи
1 Мән һәммидин авал, етиқатчиларға пүткүл инсанлар үчүн Худадин тиләкләр тилишини, дуа-тилавәт қилишини, башқилар үчүн мураҗиәт қилишини вә тәшәккүрләр ейтишини, 2 болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишини җекиләймән. Шундақ қилғанда, биз толуқ ихласмәнлик вә салмақлиқ билән тинич вә аман-есән һаят кәчүрәләймиз. ◘ 3 Бундақ дуа-тилавәт қилиш гөзәл иштур, Қутқузғучимиз Худани хурсән қилиду. 4 Чүнки У пүткүл инсанниң қутқузулуши вә уларниң һәқиқәтни тонуп йетишини халайду. ◘ 5 Чүнки бирла Худа бардур, Худа билән инсанлар арисида бир келиштүргүчиму бар, У болсиму Өзи инсан болуп кәлгән Мәсиһ Әйсадур. ◼  ◘ 6 У барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди; шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди. ◼  ◘ 7 Мән бу гувалиқни йәткүзүш үчүн җакарчи вә расул болушқа тайинлинип (мениң бу сөзлиримниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим), ят әлликләргә етиқат вә һәқиқәт йолида үгәткүчи болуп тикләндим. ◘ 8 Шуңа, мән шуни халаймәнки, әрләр қәйәрдә болсун, дуаға җәм болғанда ғәзәпсиз вә дәталашсиз һалда, һалал әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун. ◘
9 Охшаш йолда аялларму мувапиқ кийинип, өзлирини ар-номус вә салмақлиқ билән пәрдаз қилсун. Уларниң өзлирини пәрдазлаш, чачлирини алаһидә ясаш вә алтун, үнчә-мәрвайит вә есил қиммәт кийим-кечәкләр билән әмәс, ◘ 10 бәлки гөзәл әмәллири билән пәрдазлишини халаймән. Бу, Худа йолида тәқвадар болай дегән аялларға яришиду. 11 Җамаәт сорунлирида, аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун. ◼ 12 Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән. Әксичә, улар тинич болсун. ◼  ◘ 13 Чүнки авал Адәм ата, кейин Һава ана яритилған. ◘ 14 Авал алдинип аздурулғанму Адәм ата әмәс, бәлки Һава ана еди. У толиму алданғанлиғидин уларниң итаәтсизлигигә чүшүп қалған еди. ◘ 15 Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду. ◼
 
 
◘ 2:2 Йәр. 29:7. ◘ 2:4 Әз. 18:23; 2Пет. 3:9. ◼ 2:5 «Чүнки бирла Худа бардур» — яки «чүнки Худа бирдур» — «Қан.» 6:4 («Пәрвәрдигар Худайимиз, Пәрвәрдигар бир бирликтур») вә изаһатни көрүң. ◘ 2:5 Юһ. 17:3; Рим. 3:30; Гал. 3:19; Ибр. 9:15. ◼ 2:6 «У (Мәсиһ) барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди» — бу «һөр қилиш» гунаниң вә Шәйтанниң илкидин. «шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бу улуқ ишқа (йәни Мәсиһниң өлүми вә тирилиши) бекитилгән вақти-саитидә гувалиқ берилди». Лекин бизниңчә Әйсаниң өлүминиң өзи шу «гувалиқ»тур — демәк, Әйсаниң қурбанлиғи Худаниң чәксиз муһәббәт вә ниҗатлиқ плани тоғрилиқ бәлгүләнгән вақтида ашкариланди. ◘ 2:6 Мат. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14. ◘ 2:7 Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Рим. 1:9; 9:1; Гал. 1:16; 2:8; Әф. 3:8; 2Тим. 1:11. ◘ 2:8 Зәб. 133:1-2; Юһ. 4:21. ◘ 2:9 Тит. 2:3; 1Пет. 3:3. ◼ 2:11 «Җамаәт сорунлирида, аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун» — Йәһудийларниң әнъәнилири бойичә аял кишиләр Худаниң сөзлирини үгәнмәслик керәк еди, шуңа расулниң бу сөзи чоң бир йеңилиқ еди. ◼ 2:12 «Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән» — бу тәлим тоғрилиқ, шундақла ача-сиңилларға ата қилинған илтипатлар тоғрилиқ «1Кор.» 14:34-35 вә «Коринтлиқлар (1)»дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң. ◘ 2:12 Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:24. ◘ 2:13 Яр. 1:27; 2:22. ◘ 2:14 Яр. 3:6. ◼ 2:15 «Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду» — демәк, «Аяллар Худаниң ләнитигә учриғанлиқтин туғути қийин вә хәтәрлик болсиму, униңдин сақ-саламәт өтүп кетиду». Бу 14-15-айәтни: «Аяллар әрләргә тәлим бериш, әрләр үстигә һөкүм сүрүштә әмәс, бәлки бала туғуш вә уни беқиш җәрянида, етиқат арқилиқ еришидиған қутқузулуштин бәһримән болалайду» дегән башқа бир мәнада чүшинишкиму болиду. Айәтниң: «Бирақ аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду» дегән йәнә бир чүшәнчиси әйни тексткә анчә йеқин кәлмәйду, дәп қараймиз.