12
Йерусалимниң ахирқи қетим муһасиригә чүшүши — Исраиллар өзи өлтүргән Қутқузғучисини көриду
1 Пәрвәрдигарниң Исраил тоғрилиқ сөзидин жүкләнгән бешарәт: —
Асманларни яйғучи, йәрниң улини салғучи, адәмниң роһини униң ичидә Ясиғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
2 Мана, Мән Йерусалимни әтрапидики барлиқ әлләргә кишиләрни дәккә-дүккигә салидиған апқур қилимән; Йерусалимға чүшидиған муһасирә Йәһудағиму чүшиду.
3 Шу күни әмәлгә ашурулидуки, Мән Йерусалимни барлиқ әлләргә еғир жүк болған таш қилимән; ким уни өзигә жүклисә яриланмай қалмайду; йәр йүзидики барлиқ әлләр униңға җәң қилишқа жиғилиду.
4 Шу күни Мән һәммә атларни сарасимигә селип, атлиқларни сараң қилип уримән; бирақ Йәһуда җәмәтини көзүмдә тутимән; әлләрдики һәр бир атни болса корлуқ билән уруветимән.
5 Шуниң билән Йәһуданиң йолбашчилири көңлидә: «Йерусалимда туруватқанлар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, уларниң Худаси арқилиқ маңа күч болиду» дәйду.
6 Шу күни Мән Йәһуданиң йолбашчилирини отунлар арисидики отдандәк, өнчиләр арисидики мәшъәлдәк қилимән; улар әтрапидики барлиқ әлләрни, йәни оң вә сол тәрипидикиләрни йәветиду; Йерусалимдикиләр йәнә өз җайида, йәни Йерусалим шәһиридә туридиған болиду.
7 Пәрвәрдигар авал Йәһуданиң чедирлирини қутқузиду; сәвәви — Давут җәмәтиниң шан-шәриви һәм Йерусалимда туруватқанларниң шан-шәриви Йәһуданиңкидин улуқланмаслиғи үчүндур.
8 Шу күни Пәрвәрдигар Йерусалимда туруватқанларни қоғдайду; уларниң арисидики әләңшип қалғанларму шу күни Давуттәк палван болиду; Давут җәмәти болса Худадәк, йәни уларниң алдидики Пәрвәрдигарниң Пәриштисидәк күчлүк болиду.
9 Шу күни әмәлгә ашурулидуки, Йерусалимға җәң қилишқа кәлгән барлиқ әлләрни һалак қилишқа киришимән.
10 Вә Мән Давут җәмәти вә Йерусалимда туруватқанлар үстигә шапаәт йәткүзгүчи вә шапаәт тилигүчи Роһни қуйимән; шуниң билән улар өзлири санҗип өлтүргән Маңа йәнә қарайду; бирисиниң тунҗа оғли үчүн матәм тутуп жиға-зерә көтәргәндәк улар Униң үчүн жиға-зерә көтириду; йәккә-йеганә оғлидин җуда болғучиниң дәрд-әләм тартқинидәк улар униң үчүн дәрд-әләм тартиду.
11 Шу күни Йерусалимда ғайәт зор жиға-зерә көтирилиду, у Мәгиддо җилғисидики «Хадад-Риммон»да көтирилгән жиға-зерәдәк болиду.
12 Зимин жиға-зерә көтириду; һәр бир аилә айрим һалда жиға-зерә көтириду. Давут җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда, Натан җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда;
13 Лавий җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда; Шимәй җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда;
14 барлиқ тирик қалған аилиләр, йәни һәр бир аилә айрим-айрим һалда вә уларниң аяллири айрим һалда жиға-зерә көтириду.