4
Бәшинчи аламәт көрүнүш — алтун чирақдан
1 Андин мән билән сөзлишиватқан пәриштә қайтип келип мени ойғитивәтти. Мән худди уйқисидин ойғитиветилгән адәмдәк болуп қалдим;
2 У мәндин: «Немини көрдүң?» дәп сориди. Мән: «Мана, мән пүтүнләй алтундин ясалған бир чирақданни көрдүм; униң үсти тәрипидә бир қача, йәттә чириғи вә йәттә чираққа тутишидиған йәттә нәйчә бар екән;
3 униң йенида икки зәйтун дәриғи бар, бириси оң тәрәптә, бириси сол тәрәптә», дедим.
4 Андин җававән мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «И тәхсир, булар немә?» — дәп соридим.
5 Мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа җававән: «Буларниң немә екәнлигини билмәмсән?» — деди. Мән: «Яқ, тәхсир» — дедим.
6 Андин у маңа җававән мундақ деди: «Мана самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Зәруббабәлгә қилған сөзи: «Иш күч-қудрәт билән әмәс, иқтидар билән әмәс, бәлки Мениң Роһум арқилиқ пүтиду! — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
7 — И бүйүк тағ, сән зади ким? Зәруббабәл алдида сән түзләңлик болисән; у ибадәтханиниң әң үстигә җипсима ташни қойиду, шуниң билән униңға: «Илтипатлиқ болсун! Илтипат униңға!» дегән товлашлар яңрап аңлиниду».
8 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
9 «Зәруббабәлниң қоли мошу өйниң улини салди вә униң қоллири уни пүттүриду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр.
10 Ким әнди мошу «кичик ишлар болған күн»ни көзгә илмисун? Чүнки булар шатлиниду, — бәрһәқ, бу «йәттә» шатлиниду, — Зәруббабәлниң қоли тутқан тик өлчәм тешини көргәндә шатлиниду; бу «йәттә» болса Пәрвәрдигарниң пүткүл йәр йүзигә сәпселип қараватқан көзлиридур».
11 Мән җававән пәриштидин: «Чирақданниң оң вә сол тәрипидә турған икки зәйтун дәриғи немә?» дәп соридим;
12 вә иккинчи қетим соални қоюп униңдин: «Уларниң йенидики икки алтун нәйчә арқилиқ өзлигидин «алтун» қуюватқан шу икки зәйтун шехи немә?» дәп соридим.
13 У мәндин: «Буларниң немә екәнлигини билмәмсән?» дәп сориди. Мән: «Яқ, тәхсир» — дедим.
14 У маңа: «Булар пүткүл йәр-зиминниң Егиси алдида туруватқан «зәйтун мейида мәсиһ қилинған» икки оғул балидур» — деди.