7
Роза тутуш тоғрилиқ қоюлған соал вә рәддийәлик җавап
1 Дариус падишаниң төртинчи жили тоққузинчи ай, йәни «Хисләв»ниң төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Зәкәрияға кәлди.
2 Шу чағда Бәйт-Әл шәһиридикиләр Шерәзәр вә Рәгәм-Мәләкләрни Пәрвәрдигардин илтипат сорашқа әвәткән еди.
3 Бәйт-Әлдикиләр: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйидики каһинлардин, шуниңдәк пәйғәмбәрләрдин: «Һәр биримиз көп жиллардин бери қилғинимиздәк, бәшинчи айда һәр биримиз йәнила өзимизни башқилардин айрип, жиға-зерәға олтиришимиз керәкму?» — дәп сораңлар» дәп тапилиған еди.
4 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
5 «Зиминдики барлиқ туруватқан хәлиққә һәм каһинларға сөз қилип мундақ сориғин: — «Силәр мошу йәтмиш жилдин бери бәшинчи ай вә йәттинчи айларда роза тутуп жиға-зерә қилғиниңларда, силәр маңа, һәқиқәтән маңа роза туттуңларму?
6 Йегиниңлар, ичкиниңлар, бу пәқәт өзүңлар үчүнла йәп-ичкиниңлардин ибарәт болди әмәсму?
7 Булар Йерусалим вә униң әтрапидики шәһәрлири аһалилик болған, таза аватлашқан чағларда, җәнубий Йәһуда вә төвән түзләңлик аһалилик болған чағларда, Пәрвәрдигар бурунқи пәйғәмбәрләр арқилиқ җакалиған сөзләр әмәсму?
8 Пәрвәрдигарниң сөзи Зәкәрияға келип мундақ дейилди: —
9 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәқиқий адаләтни жүргүзүңлар, бир-бириңларға меһир-муһәббәт вә рәһим-шәпқәт көрситиңлар,
10 тул хотун вә житим-йесирларни, ят адәмләр вә намратларни бозәк қилмаңлар; һеч ким өз қериндишиға көңлидә яманлиқ ойлимисун.
11 Бирақ ата-бовилириңлар аңлашни рәт қилған, улар җаһиллиқ билән бойнини толғап, аңлимасқа қулақлирини еғир қилған;
12 улар Тәврат қанунини вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Өз Роһи билән бурунқи пәйғәмбәрләр арқилиқ әвәткән сөзлирини аңлимаслиқ үчүн көңлини алмастәк қаттиқ қилған еди; шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин интайин қаттиқ ғәзәп чүшкән;
13 шундақ болдики, Мән уларни чақирғанда улар аңлашни рәт қилғандәк, улар чақирғанда Мәнму аңлашни рәт қилдим» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
14 — «вә Мән уларни улар тонумайдиған барлиқ әлләр арисиға қара қуюн билән тарқитивәттим; уларниң кетиши билән зимин вәйран болған, андин униңдин өткәнләрму, қайтқанларму болған әмәс; чүнки уларниң сәвәвидин иллиқ зимин вәйранә қилинған».