33
Муса пәйғәмбәр Исраилға дуа қилип бәхит тиләйду
Худаниң адими болған Мусаниң өлүмидин илгири Исраилларни бәрикәтләшкә тилигән бәхит-тиләклири мунулар: —
У мундақ деди: —
«Пәрвәрдигар Өзи Синай теғидин келип,
Сеирдин чиқип Исраил үстигә парлиди;
Паран теғидин пәйда болуп чақниди,
У түмәнлигән муқәддәсләрниң оттурисидин чиқип кәлди;
Оң қолидин Исраилға аталған отлуқ бир қанун чиқти.  
Дәрһәқиқәт, У хәлиқни сөйиду;
Сениң барлиқ муқәддәс бәндилириң қолуңдидур;
Уларниң һәр бири айиғиң алдида олтирип,
Сөзлириңгә муйәссәр болиду.
Муса бизгә бир қанун буйруп,
Буни Яқупниң җамаитигә мирас қилип бәрди;
Хәлиқниң сәрдарлири җәм болуп,
Исраилниң қәбилилири бир йәргә жиғилғанда,
У Йәшурунниң оттурисида падишадәк болди.
 
Мусаниң қәбилиләр үчүн тилигән хәйр-дуалири вә бәргән бешарәтлири
«Рубән болса, адәмлири өлүп кәтмәй, һаят турсун;
Униң адәмлири аз болмисун».
Мусаниң Йәһуда тоғрисида тилигән бәхити мундақ: —
«Йәһуданиң авазини аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар;
Уни өз хәлқигә қобул қилдурғайсән;
Униң қоллири улар үчүн күрәш қилсун;
Әнди өзини әзгүчиләргә қарши турушқа униңға мәдәт болғайсән».
У Лавий тоғрисида мундақ деди: —
«Сениң урим вә туммим ташлириң Сениң бу муқәддәс бәндәңгә тапшурулған;
Сән уни Массаһда синидиң,
Мәрибаһниң сулириниң йенида униң билән талаштиң.
У өз ата-аниси тоғрисида: «Уларға йүз-хатирә қилмаймән», дәп ейтти,
Өз қериндашлириниң һеч йүзини қилмай,
Өз балилириниму тонушни халимай,
Бәлки Сениң сөзүңгә әмәл қилип, әһдәңни чиң тутти.
10 Мана, Лавийлар Яқупқа һөкүмлириңни уқтуриду,
Улар Исраилға қанунуңни үгитиду;
Улар димиғиңға хушбуйни суниду,
Қурбангаһиңға пүтүн көйдүрмә қурбанлиқларни кәлтүриду.
11 И Пәрвәрдигар, униң тәәллуқатини бәрикәтлигәйсән,
Униң қоллириниң әҗри Сени хуш қилғидәк болғай,
Униңға қарши чиққанлар вә униңдин нәпрәтләнгәнләр болса,
Уларни қопалмиғидәк һалда бәллирини сундурғайсән!»
12 У Бинямин тоғрисида мундақ деди: —
«Пәрвәрдигарниң сөйгини болса,
У Униң йенида бехәтәр макан қилиду,
Пәрвәрдигар сайә болуп пүтүн күн уни сақлайду,
У уни мүриси оттурисида маканлаштуриду»
13 Йүсүп тоғрисида у мундақ деди: —
«Униң зимини Пәрвәрдигар тәрипидин бәрикәтлик болғай!
Асманларниң есил немәтлири билән,
Шәбнәм билән,
Йәр тегидики немәтлири билән,  
14 Күндин һасил болидиған есил мәһсулатлири билән,
Айдин һасил болидиған есил немәтлири билән,
15 Қедимки тағларниң алий немәтлири билән,
Мәңгүлүк дөңләрниң есил немәтлири билән,
16 Йәрниң есил немәтлири вә униңға толған һәммә мәвҗудатлири билән,
Азғанлиқта турғучи Затниң шапаити билән бәрикәтләнсун!
Буларниң һәммиси Йүсүпниң бешиға,
Йәни өз қериндашлиридин айрилғанниң чоққисиға чүшсун.  
17 Униң һәйвиси өз буқисиниң тунҗисидәктур;
Униң мүңгүзлири явайи калиниң мүңгүзлиридәктур,
Улар билән у әл-жутларниң һәммисини бирақла йәр йүзиниң чәтлиригичә үсиду.
Мана Әфраимниң түмәнлигән адәмлири,
Манассәһниң миңлиған адәмлири шундақ болиду».
18 Зәбулун тоғрисида у мундақ деди: —
«Әй Зәбулун, сән чиққиниңда шатланғин;
Әй сән Иссакар, өз чедирлириңда хуш болғин!
19 Мана улар хәлиқләрни таққа чақириду,
Шу йәрдә улар һәққанийлиқниң қурбанлиқлирини суниду,
Чүнки улар деңиздики мол дөләтләрни,
 Қумға көмүлгән гөһәрләрни сүмүрүп уларға муйәссәр болиду».
20 Гад тоғрисида у мундақ деди: —
«Гадниң зиминини кеңәйткүчигә бәхит-бәрикәт болғай;
Гад болса чиши ширдәк олтирақлашти;
У биләк һәм баш терисини титма-титма қиливетиду;
21 Шу йәрдә у әң есил несивини талливалди;
Чүнки шу йәрдиму у һөкүм бекиткүчиниң үлүши болған җай сақлақлиқтур;
У хәлиқниң сәрдарлири билән келип,
Исраил билән биргә Пәрвәрдигарниң адалити билән һөкүмлирини жүргүзди».
22 Дан тоғрисида у мундақ деди: —
«Дан болса яш бир ширдур;
У Башандин тақлап өтиду».
23 Нафтали тоғрисида у мундақ деди: —
«Әй Нафтали, илтипатқа тоюнғансән,
Пәрвәрдигар тәрипидин кәлгән бәхит-бәрикәткә толуп,
Мәғрип билән җәнупни өзүңгә мүлүк қилип егиләйсән».
24 Ашир тоғрисида у мундақ деди: —
«Ашир оғуллар билән бәрикәтлиниду;
У қериндашлири арисида илтипат көрсун;
Пути майға чилансун.
25 Дәрваза балдақлириң төмүр билән мистин болиду;
Күнлириң қандақ болса, күчүңму шуниңға мувапиқ тәң болиду».
26 «— Әй Йәшурун, Тәңриңдәк башқа һеч ким йоқтур;
У саңа ярдәмгә асманлар үстигә,
Зор һәйвиси билән булутларниң үстигә минип келиду.  
27 Әзәлий Худа сениң башпанаһиңдур,
Астиңда әбәдий биләкләр туриду.
У сениң алдиңдин дүшмәнни һайдап: —
«Уларни һалак қилғин!» дәп саңа буйруйду.
28 Шуниң билән Исраил ашлиқ билән йеңи шарап мол болған бир зиминда туруп,
Ялғуз аман-есән макан тутиду,
Яқупниң булиқи охшашла аман-есән болиду;
Униң асманлириму шәбнәм темитип туриду.
  
29 Бәхитликсән, и Исраил!
Сәндәк Пәрвәрдигарниң Өзи қутқузған хәлиқтин йәнә ким бар?
У болса сениң мәдәткар қалқиниң,
Һәйвәтлик қиличиңдур!
Сениң дүшмәнлириң саңа зәиплишип бойсуниду;
Сән уларниң егиз җайлирида дәссәп маңисән».
 
 
33:2 «Сеирдин Исраиллар чиқип үстигә парлиди» — «Исраиллар» ибраний тилида: «улар». «муқәддәсләр» — пәриштиләрни көрсәтсә керәк. «... Исраилға аталған» — ибраний тилида: «..уларға аталған». «... уларға аталған отлуқ бир қанун чиқти» — башқа икки хил тәрҗимиси: «...уларға (Исраилға) аталған от ялқунлири чиқти» яки «...уларға (Исраилға) йетәклигүчи от ялқулири чиқти». 33:2 Һаб. 2:3, 4 33:5 «У Йәшурунниң оттурисида падишадәк болди» — мошу җүмлидики «У» Мусани көрситиду, дәп қараймиз. Бәзи алимлар Худани көрситиду, дәп қарайду. 33:7 «Уни өз хәлқигә қобул қилдурғайсән» — ибраний тилида сөзмусөз «Уни өз хәлқиниң арисиға киргүзгәйсән» дейилиду. Йәһуданиң кейинки тарихиға қариғанда, бу бешарәт Муса пәйғәмбәрниң Йәһуданиң нәсли болған Давутниң падишалиғи, әң муһими Давутниң нәсли Мәсиһ тоғрилиқ бешарәтлик дуаси болуши керәк. «У қоллири улар үчүн күрәш қилсун» — буниңда «улар» «өз хәлқи»ни көрсәтсә керәк. «Униң қоллири улар үчүн күрәш қилсун» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң қоллири өз һаҗитидин чиқсун». 33:8 «урим вә туммим» — тоғрилиқ «Мис.» 28:30ни көрүң. Худа Лавийларни таллишиниң бир сәвәви 32:25-29дә көрүлиду; Худа уни Өз хизмитидә болушқа таллиғачқа, мошу йәрдә Худа уни «Мениң муқәддәс бәндәм» дәп атайду. «Массаһ» — «Массаһ» дегән җайниң мәнаси «синаш» («Мис.» 17:7ни көрүң). «Мәрибаһ» — «Мәрибаһ» дегән җайниң мәнаси «талаш-тартиш, күрәш» («Чөл.» 20:13 вә 24ни көрүң). 33:9 «Өз қериндашлириниң һеч йүзини қилмай, ...бәлки Сениң сөзүңгә әмәл қилип, әһдәңни чиң тутти» — көздә тутулған вақиәләр «Мис.» 32:21-29дә хатирилиниду. 33:13 «йәр теги» — бәлким йәр астидики суларни яки деңиз тәглирини көрситиду. 33:13 Яр. 49:25 33:16 «Азғанлиқта турғучи Зат» — мошу зат Пәрвәрдигарниң Пәриштисидур («Мис.» 3:2-6ни көрүң). 33:16 Яр. 49:26 33:17 «Униң һәйвиси өз буқисиниң тунҗисидәктур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «униң буқисиниң тунҗиси униңға шәрәп кәлтүрсун». «униң мүңгүзлири явайи калиниң мүңгүзлиридәктур» — явайи кала болса нәсли қуруған интайин йоған бир хил кала еди. «...Манассәһниң миңлиған адәмлири шундақ болиду» — толуқ айәтниң мәнаси: (1) бу икки қәбилә Йүсүпниң мүңгүзлиридур; (2) жуқурида ейтилған бәхит-бәрикәтләр Йүсүпкә хас болуп, бу икки қәбилиниң бешиға чүшиду. Биз иккинчи мәнигә майилмиз. 33:20 «Гад болса чиши ширдәк олтирақлашти» — яки «Гад.... йетивалди». «У биләк һәм баш терисини титма-титма қиливетиду» — бәлким Гадниң дүшминигә қаттиқ зәрбә беридиғанлиғини көрситиду. 33:21 «һөкүм бекиткүчи» — (1) қанун бәргүчи (Муса пәйғәмбәрниң өзи)ни; (2) Қанаан зиминини бөлүп тәқсим қилғучи (Йәшуа пәйғәмбәр)ни көрситиду. 33:22 «У Башандин тақлап өтиду» — бу сөзләр бәлким «Һак.» 18:27-28дә хатириләнгән вақиәни көрситидиған бешарәт болуши мүмкин. 33:24 «Ашир.... пути майға чилансун» — кейин, Ашир турған җайда көп зәйтун мейи ишләп чиқарған. 33:25 «Дәрваза балдақлириң» — яки «Айиғиңниң боқучилири». 33:26 «Әй Йәшурун, Тәңриңдәк башқа һеч ким йоқтур» — яки «Әй Йәшурун, Тәңридәк башқа һеч ким йоқтур». 33:26 Қан. 32:13; Йәш. 58:14 33:28 «... Исраил ... мол болған бир зиминда туруп, ялғуз аман-есән макан тутиду» — мошу җүмлидики «ялғуз» Худадин башқа һеч қандақ панаһ яки муһапизәт керәк болмайду, дегәнликни көрситиду. «Яқупниң булиқи»: — (1) Исраилниң зиминидики су мәнбәлирини көрситиши мүмкин; (2) Худа уларға булақтәк роһий һаятлиқ мәнбәси болуп, өзгәрмәй мәзмут туридиғанлиғини көрситиши мүмкин. Биз иккинчи мәнасигә майилмиз. 33:28 Йәр. 23:6; 33:16; Зәб. 67:27