34
Муса пәйғәмбәрниң өлүми
1 Андин Муса Моабниң түзләңликлиридин чиқип Небо теғиниң үстигә, йәни Йерихониң уттурисидики Писгаһ теғиниң чоққисиға чиқти. Шу йәрдә Пәрвәрдигар униңға пүткүл зиминни көрсәтти; Гилеадтин Данғичә,
2 пүткүл Нафтали билән Әфраим вә Манассәһниң зиминини, Йәһуданиң пүткүл зимини билән қошуп мәғрибтики деңизғичә,
3 җәнуптики Нәгәв зиминини, «Хорма шәһири» дәп аталған Йерихо вадисидики түзләңликни Зоар шәһиригә қәдәр, һәммини униңға көрсәтти.
4 Андин Пәрвәрдигар униңға сөз қилип: «Мән қәсәм қилип: «Бу зиминни сениң нәслиңгә беримән» дәп Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа вәдә қилған зимин мана мошудур. Әнди саңа уни өз көзүң билән көрүшкә несип қилдим, лекин сән шу йәргә өтүп кирәлмәйсән» деди.
5 Андин Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Пәрвәрдигарниң қули Муса шу йәрдә, йәни Моабниң зиминида вапат болди.
6 У уни Моабниң зиминидики тағ җилғисида, Бәйт-Пеорниң уттурисида дәпнә қилди; униң қәбриниң қәйәрдә екәнлигини бүгүнгичә һеч ким билмәйду.
7 Муса вапат болған вақитта бир йүз жигирмә яшқа киргән еди, лекин көзлири һеч торлашмиған вә мағдуридин һеч кәтмигән еди.
8 Исраиллар Муса үчүн Моабдики түзләңликтә оттуз күнгичә матәм тутти. Шуниң билән Муса үчүн матәм тутуп жиғлайдиған күнләр түгигән еди.
9 Муса қоллирини униң үстигә қойғачқа, Нунниң оғли Йәшуа даналиқ бәргүчи Роһ билән толған еди. Шуниң билән Исраиллар униңға итаәт қилип, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилди.
10 Мусадин кейин униңдәк Пәрвәрдигар билән йүз туранә сөзләшкән иккинчи бир пәйғәмбәр Исраил ичидә чиқмиди;
11 Пәрвәрдигарниң уни Мисир зиминиға әвәтиши билән у шу йәрдә Пирәвнгә, униң хизмәткарлири вә пүткүл зиминидикиләр алдида көрсәткән һәммә мөҗизилик аламәт вә карамәтләргә,
12 аян қилинған шу барлиқ улуқ қудрәткә вә Мусаниң пүткүл Исраилниң көз алдида көрсәткән барлиқ дәһшәтлик һәйвисигә тәң турғидәк һеч қандақ адәм чиқмиди.