Һекмәт топлиғучи
1
«Һәммә иш бимәниликтур!»
Йерусалимда падиша болған, Давутниң оғли «Һекмәт топлиғучи»ниң сөзлири: —
«Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — дәйду «Һекмәт топлиғучи» — «Бимәнилик үстигә бимәнилик! Һәммә иш бимәниликтур!»  
Қуяш астида тартқан җапалиридин инсан немә пайдиға еришәр?  
Бир дәвир өтиду, йәнә бир дәвир келиду;
Бирақ йәр-зимин мәңгүгә давам қилиду;
Күн чиқиду, күн патиду;
Вә чиқидиған җайға қарап йәнә алдирап маңиду.
Шамал җәнупқа қарап соқиду;
Андин бурулуп шималға қарап соқиду;
У айлинип-айлинип,
Һәрдайим өз айланма йолиға қайтиду.
Барлиқ дәриялар деңизға қарап ақиду, бирақ деңиз толмайду;
Дәриялар қайси җайға аққан болса,
Улар йәнә шу йәргә қайтиду.
Барлиқ ишлар җапаға толғандур;
Уни ейтип түгәткүчи адәм йоқтур;
Көз көрүштин,
Қулақ аңлаштин һәргиз тоймайду.
Болған ишлар йәнә болидиған ишлардур;
Қилған ишлар йәнә қилиниду;
Қуяш астида һеч қандақ йеңилиқ йоқтур.
10 «Мана, бу йеңи иш» дегили болидиған иш барму?
У бәрибир биздин бурунқи дәвирләрдә аллиқачан болуп өткән ишлардур.
11 Бурунқи ишлар һазир һеч әсләнмәйду;
Вә кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду.
 
Сулайманниң тәҗрибиси
12 Мәнки һекмәт топлиғучи Йерусалимда Исраилға падиша болғанмән; 13 Мән даналиқ билән асманлар астида барлиқ қилинған ишларни қетирқинип издәшкә көңүл қойдум —
Хуласәм шуки, Худа инсан балилириниң өз-өзини бәнд қилип упритиш үчүн, уларға бу еғир җапани тәқдим қилған! 14 Мән қуяш астидики барлиқ қилинған ишларни көрүп чиқтим, —
Мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.
15 Әгирни түз қилғили болмас;
Кәмни толуқ дәп саниғили болмас.
16 Мән өз көңлүмдә ойлинип: «Мана, мән улуқлинип, мәндин илгири Йерусалим үстигә барлиқ һөкүм сүргәнләрдин көп даналиққа ериштим; мениң көңлүм нурғун даналиқ вә билимгә еришти» — дедим.
17 Шуниң билән даналиқни билишкә, шуниңдәк тәлвилик вә әхмиқаниликни билип йетишкә көңүл қойдум; мошу ишниму шамал қоғлиғандәк иш дәп билип йәттим. 18 Чүнки даналиқниң көп болуши билән азап-оқубәтму көп болиду; билимини көпәйткүчиниң дәрд-әлимиму көпийду.
 
 
1:1 «Һекмәт топлиғучи» — язғучи өзиниң Сулайман екәнлигини көрситиду. Бу нуқта 16-айәт, 2:7-айәт қатарлиқларда испатлиниду. Китапниң нами әслий ибраний тилида «Қоһәләт» дейилиду, униң мәнаси: «топлиғучи» «рәтлигүчи» дегән мәнидә болуп, биз уни «һекмәт топлиғучи» (демәк, «ой-пикирләрни рәтлигүчи») дәп тәрҗимә қилдуқ. Бәзиләр уни йәнә «Тәлим бәргүчи», «Вәз ейтқучи» дәпму тәрҗимә қилиду. 1:2 «Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — ибраний тилида «бимәниликләрниң бимәнилиги!». Бу худди «Күйләрниң күй» «әң гөзәл күй» дейилгәнгә охшаштур, «бимәниликләрниң бимәнилиги» бәлким «һаятлиқ аләмдә «әң бимәнилик иштур!»» дегәнни билдүрүши мүмкин. 1:2 Зәб. 61:10; 143:4 1:3 «Қуяш астида» — бу «Һекмәт топлиғучи»дики ачқучлуқ сөздур. Язғучиниң баянлириниң көпинчиси «асмандин (Худадин) кәлгән вәһий» билән әмәс, бәлки «қуяш астида» яки «аптап асти»дики көзқараш билән ейтилған. У қәстән шундақ көз-қарашни сөзләйду. «Кириш сөз» вә «қошумчә сөз»имизниму көрүң. 1:3 Топ. 2:22; 3:9 1:4 Зәб. 103:5 1:7 Аюп 38:8, 9, 10; Зәб. 103:8-10 1:9 Топ. 3:15 1:11 «... кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду» — демәк, йеңи дәвирдә «йеңи» дейилгән бир иш чиққан болса, шу иш әмәлийәттә бурунқи дәвирдләрдә мәвҗут болған иштур. Һазирқи дәвирдикиләр бурунқи дәвирләрни билмәйду яки унтуған, бу ишни «йеңи!» дәйду. 1:15 «... толуқ дәп саниғили болмас» — демәк, тәминлигили болмас.